Голландийидә уйғур мәшрипи өткүзүлди
2010.12.15

Уйғур кийимлири билән ясанған артисларниң иҗрасида тәмбүр, дутар, нәй, ғеҗәк, дап вә раваб қатарлиқ уйғур әнәниви музикилиридин яңриған муңлуқ мелодийиләр билән мукәммәл орунланған уйғур классик нахшилири көрүрмәнләрни һаяҗанға салди. Нәпис вә гүзәл һәрикәтлири билән хаслашқан уйғур усули тамашибинларниң қизғин алқишиға еришти.
Мәшрәп икки саәттин артуқ давам қилған болуп, арилиқтики қисқа дәм елиш пурситигә орунлаштурулған уйғур йемәклири тамашибинларниң махтишиға сазавәр болди. Чәтәллик тамашибинлар өз-ара бәс-муназирә қилип, уйғурларниң сәнити вә өрп-адәтлиридин тартип, нөвәттики сиясий трагедийиләргә қәдәр пикирләшти.
“голландийә уйғурларға ярдәм бериш гурупписи” ниң тәшкиллигүчиси, голландийә парламент әзаси харри фанбоммил әпәнди уйғурларниң әнәниви сәнити билән таамлириниң өзгичиликидин алған тәсирини баян қилип: "бүгүн пәрқлиқ бир мәдәнийәтниң маһийитини йеңидин көрүнгәндәк болдум. Башқа достларниңму һаяҗанланғанлиқи һес қилдим" деди.
Уйғур тамашибинларму бәс-бәстә пикир баян қилип, бүгүнки сәнәт кечиликини көрүп, өз вәтинидә туруп көргәндәк туйғуларға чөмгәнликини баян қилди.
Кечилик шундақ қизғин вә һаяҗан билән өтти. Һәтта “голландийә мәшрәп ансамбили” ниң артислири барлиқ номурлар ахирлашқанлиқи елан қилинғандин кейинму, тамашибинларниң тохтимай чавак челип тәләп қилиши билән йәнә бир қанчә номурлар артуқ көрситилип, һәммәйләнни рази қилди.