Голландийидә уйғурлар хитайниң тәшвиқатиға наразилиқ билдүрди
Мухбиримиз йалқун
2009.09.18
2009.09.18
Хитайлар бу тәшвиқат паалийитигә тәклипнамисиз башқиларниң киришини қаттиқ тосиған. Улар тәшвиқат залиға йиғин мәркизиниң аманлиқ сақлиғучи хадимлирини орунлаштурғандин сирт йәнә, ишик алдиға хитай әлчихананиси өз адәмлириниму қоғдиғучи қилип орунлаштурған.
Бу паалийәттин хәвәр тапқан голландийидә яшаватқан бирқисим уйғурлар , тибәтликләр вә инсан һәқлиригә көңүл бөлидиған бир қисим голландийиликләр хитай һөкүмити тәшвиқат паалийити елип бериватқан бина алдиға берип , хитай һөкүмитиниң тәшвиқатлириға қарита наразилиқлирини билдүргән. Буниңға қарита наразилиқ инкаста болған хитай һөкүмити аманлиқ сақлиғучи хадимларни ишқа селип , наразлиқ билдүрүватқанларни қоғливәтмәкчи болған, бу арида уларниң арисида сүркилиш пәйда болған.
Хитай һөкүмитиниң тәшвиқат паалийитигә дәнах шәһириниң шәһәр башлиқиму қатнашқан болуп, у сирттики әһваллардин хәвәр тапқандин кийин наразлиқ паалийити елип бериватқанларниң алидиға чиқип улар билән сөһбәттә болған. Мәлуматларға қариғанда , хитай һөкүмитиниң бу тәшвиқат паалийити - 28 сентәбиргичә голландийниң һәр қайси шәһәрлиридә давамлишидикән.
Нәқ мәйдандики әһвалларни өз көзи билән көргән ғәйрәтҗан рузи бу һәқтә бизгә тәпсили мәлумат бәрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.