Сабиқ гуәнтанамо тутқунлиридин абабәкри америкиниң позитсийисигә ечинди

Буниңдин 10 йил аввал америка қисимлири афғанистанда әсиргә чүшкән бир қисим кишиләрни кубаниң гуәнтанамо арилидики америка һәрбий базисиға елип берип қамиған.
Мухбиримиз әркин
2012.01.12
Ababekri-Qasim-Obama-Seybin-305 Қураштурулған бу сүрәткә, президент обама, адвукат сейбин виллет вә абабәкри қасим қатарлиқларниң сүрүтлири чүшүрүлгән.
Асасий сүрәт www.huffingtonpost.com Торидин елинди.

Қамақтики 600 дин артуқ тутқунларниң ичидә әсир елинған 22 нәпәр уйғурму бар иди. Улар афғанистанға берип, һәрбий тәлим-тәрбийә елип, хитайға қарши қораллиқ қаршилиқ көрситишкә атланмақчи болған пидаийлар иди. Улар 2001‏-йили 11‏-сентәбир вәқәсидин кейин америка армийиси талибанларни бомбардиман қилғанда афғанистандин қечип , пакистан чеграсиға киргәндә әсир елинған вә гуәнтанамоға елип берилған иди. Гәрчә улардин 17 киши башқа дөләтләргә орунлаштурулған болсиму, бирақ уларниң мәсилиси үзүл -кесил һәл болғини йоқ. Биз гуәнтанамо лагери қурулғанлиқиниң 10 йиллиқи мунасивити билән, һазир албанийидә яшайдиған сабиқ гуәнтанамо тутқунлиридин абабәкри қасимни зиярәт қилдуқ.

Абабәкри қасим 2006-йили албанийигә орунлаштурулған тунҗи түркүмдики уйғур тутқунлириниң биридур. У гуәнтанамо лагери қурулғанлиқиниң 10 йиллиқи мунасивити билән зияритимизни қобул қилип, өзлириниң мусапирлиқ һаяти, пикир хияли вә нөвәттики турмуши қатарлиқ мәсилиләр һәққидә тохталди.

Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.