Гулмирә иминниң йолдиши: 'аялим виҗданлиқ, милләтсөйәр бир ханим иди'

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар " 5 - июл" вәқәси һәққидә ечиливатқан сотларда әң еғир җазаға йолуққанлардин бири, 32 яшлиқ уйғур ханими гөлмирә иминдур. Гөлмирә имин бу йил 4 - айниң 1 - күни, үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси тәрипидин қанунсиз намайиш тәшкилләш, дөләтни парчилашқа урунуш вә дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш қатарлиқ 3 хил аталмиш җинайәт билән әйиблинип муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған. Төвәндә мәһбус гөлмирә иминниң кимлики һәққидә тәйярланған программимизни аңлайсиләр.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.08.05
Xitay-bohtan-chaplighan-Gulmire-xanim-305.jpg Сүрәт, гүлмирә ханимниң(оңдин биринчи) хитай теливизийә истанисиси ‏15 - өктәбир күни " үрүмчи вәқәсиниң баш - ахири" темисида ишлигән филимидики көрүнүши.
Youtube.com Дин елинди.

Бу йил 4 - айниң 1 - күни гөлмирә имин қатарлиқ 6 нәпәр уйғур яш, 5 - июл намйишни тәшкилләш қатарлиқ аталмиш җинайәтләр билән әйиблинип, муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған. Мәһбус гүлмирә қолға елинишниң алдида үрүмчидики бир мәһәллә аһалиләр комитетида мудир болуп вәзипә өтигән вә иштин сирт вақитлирида, сәлкин тор бетиниң әдәбий бәт муһәррири болуп ишлигән. Төвәндә биз, гүлмирә иминниң кимлики һәққидә униң норвигийидә яшаватқан йолдиши вә оттура асияда яшаватқан бир достидин игилигән мәлуматлиримизни диққитиңларға сунимиз:

Гүлмирәниң йолдишидин биз " аңлисақ, аялиңиз гулмирә имингә муддәтсиз қамақ җазаси берилипту, бу тоғра хәвәрму? гөлмирә билән әң йеқинда қачан көрүшкәнтиңиз? һазирқи әһвалидин хәвириңиз барму? " дегәндәк соалларни сориғинимизда, у бизгә мундақ җаваб бәрди :

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, гүлмирә иминниң чәтәлдин яшаватқан достлиридин бири, униң кишилик хисләтлири һәққидә тохталди.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.