Әһмәди ниҗад вә һизбуллачилар
2013.01.04

Қандақла болмисун, шиә билән әһли сүннәт мусулманлардин санилиду. Чүнки улар асаслиқ диний әқидидә бирдәктур. Кейинки вақитларда сиясий сәвәбләр түпәйли шиә - сүнний тоқунушлири көпрәк йүз беридиған болуп қалмақта.
Сәуди әрәбистанда чиқидиған “оказ” гезитиниң 2013 - йили2 - янивар күнидики санида, “әһмәди ниҗад вә һизбуллачилар” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған:“иран рәиси әһмәди ниҗад мундин8 йил илгири бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң омумий йиғинида, дунядики дөләтләрниң әрбаблириға өзиниң имам мәһди тәрипидин қоғдилидиғанлиқини вә йеқин пурсәттә өзиниң карамитини көрситидиғанлиқини сөзлигән иди. Кейинчә у бу сөзини иранниң қум шәһиридә топланған мусулманлар аммисиға шәрһиләп берип, ахир заманда келип иранлиқларни дуняни идарә қилидиған әрбабларға айландуруп қоюши күтүлмәктә болған аталмиш имам мәһди һәққидә тәпсилий чүшәнчә бәргән иди. Әмма аридин7 йил өткән болсиму, әһмәди ниҗадниң бишарәтлири келип болалмиди. Буни аз дегәндәк, әһмәди ниҗад әмди иранлиқларни сүрийидики әсәд һакимийитини имам мәһди өзи қоғдап келиватиду, шуңа сүрийә һакимийити йеқилмастин давам қилмақта. У һәргизму йоқалмайду, дәп алдимақта. Йәнә ливандики һизбуллачилар диний җәһәттә иранниң қум шәһирини, сиясий җәһәттә сүрийә пайтәхти дәмәшиқ шәһирини мәркәз қилған һалда, иранниң хурапатлирини вә униң әрәбләргә қарши сияситини давамлаштуруп кәлмәктә. Худди иранлиқлар тәшвиқат васитилиридә америкини әйибләп қоюш билән мусулманлар арисида йүз тепишқа киришкәндәк, һизбуллачиларму исраилийигә бир - икки ракета бомиси қоюп бериш биләнла райондики әрәбләрниң қоллишиға еришишни кәсип қиливалған иди. Әмди нөвәттики сүрийә мәсилисидә һәр иккилисиниң чүмпәрдиси ечилип кәтти вә хәлқи аләм уларниң ички йүзини чүшинишкә башлиди.”
Һизбуллачилар әсәдтин ваз кәчмәйду
Мақалидә йәнә мундақ дәп йезилған:“ливандики һизбуллачиларниң әсәдни қоллиғини қоллиған. Улар әсәдтин һәргиз вааз кәчмәйду. Чүнки улар, сиясий җәһәттин күчини әсәд һакимийитидин алиду. Униң үстигә шиәләрниң һизбулла җамаити иранниң тәклип бериши, сүрийиниң сабиқ рәиси һафиз әсәдниң күч чиқириши билән барлиққа кәлгән сиясий җамаәт болуп, йиллардин бири иран билән сүрийә һакимийитиниң пайдиси үчүн ишләп кәлмәктә. Әсәд һакимийитиниң әскәрлири ичидә һизбуллачиларниң қошунлири болғанлиқи әҗәблинәрлик әмәс. Чүнки һизбуллачилар иранниң диний лидәрлики вә дәмәшиқниң сияси программиси бойичә иш көридиған бир җамаәт.”