Д у қ вәкиллири б д т кишилик һоқуқ кеңиши аз санлиқ милләтләр мунбири йиғинида уйғурлар мәсилисини оттуриға қойди
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2010.12.16
2010.12.16

RFA/Ekrem
Бу мунасивәт билән җәнвәдә туруп зияритимизни қобул қилған долқун әйса әпәнди, 190 әтрапидики дөләт вә йүзлигән хәлқаралиқ тәшкилатларниң вәкиллири қатнашқан бу қетимқи йиғинда уйғурлар мәсилиси оттуриға қоюлуп күчлүк диққәтни чәккәнликини һәмдә хитай тәрәп вәкилиниң етираз билдүргәнликини тилға алди.
Долқун әйса әпәндиниң бәргән мәлуматлириға асасланғанда, 14 - декабир күни йәнә б д т бинасида " азсанлиқлар вә тәбиий байлиқлар" намлиқ йиғинму болуп өткән. Бу йиғинда д у қ ниң б д т дики мәхсус вәкили кәтий ханим сөзгә чиқип, шәрқий түркистан хәлқиниң һәқ - һоқуқлириниң еғир дәриҗидә дәпсәндә қилиниш әһвали вә шәрқий түркистанниң тәбиий байлиқлириниң талан-тараҗ қилиниш вәзийити тоғрилиқ сөзлигән.