Хәлқара кәчүрүм тәшкилати һүсәйин җелилни қутулдуруш һәққидә почта карти тарқатмақта

RFA File
Игиләшләргә асасланғанда, бу тәшкилатлар һүсәйин җелилни қутулдуруш үчүн барлиқ тәшвиқат вастилирини ишқа селиватқан болуп, улар өткән йилидин етибарән канада миқясида канада баш министири стевин харпергә имзалиқ почта карти әвәтиш паалийитини йолға қойған болуп, бир йил ичидә әвәтилгән почта картиниң сани 100 миңдин ешип кәткән.
Бу йил йеңи йил йетип келиши билән, бу тәшкилат йәнә йеңи йиллиқ почта карти тарқитишни башлиған болуп, почта картиниң үстигә һүсәйин җелилниң чоңайтилған сүрити чүшүрүлгән вә һүсәйин җелилниң тәрҗимиһали, шундақла немә үчүн хитай түрмисидә йетиватқанлиқи қатарлиқ үчүрлар киргүзүлгән.
Бу мунасивәт билән биз һүсәйин җелилниң ханими камилә ханим билән сөһбәт өткүздуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.