Японийидә “шәрқий асия вә хитайдики инсан һәқлири мәсилилири” темисида йиғин чақирилди
2011.12.14

Бу йиғинда уйғур зиялийси турмәмәт һашим “шәрқий түркистанниң нөвәттики инсан һәқлири мәсилилири” темисида доклат бәрди. Бу қетимқи инсан һәқлири муһакимә йиғиниға японийидики нопузлуқ демократ хитай паалийәтчиләрдин демократик хитай иттипақиниң муавин рәиси һәм японийә шөбисиниң рәиси лин фей әпәнди, баш катипи ваң дәй әпәнди, йокохама тойин университети профессори вә даңлиқ тибәтлик алим пәма гярпо әпәнди, ички моңғул хәлқ партийисиниң японийидики вәкили кәрәйт хубисгалт әпәнди, инсан һәқлири паалийәтчиси даисукә китайии, хитай компартийисидин чекинип чиқишқа ярдәм бериш мәркизи японийә шөбисиниң башлиқи кунию сато әпәндиләрму мунасивәтлик темиларда доклат бәрди.
Бу йиғинға нөвәттә японийидә зиярәттә болуватқан тибәт аяллар бирләшмисиниң рәиси долкар лиһамо кирти ханим алаһидә меһман сүпитидә қатнишип тибәтниң һазирқи вәзийити һәққидә доклат бәрди.
Бу қетимқи муһакимә йиғиниға хитай демократчилири, японийилик һәрқайси саһә кишилири, вә ахбарат хадимлиридин болуп көп санда киши қатнашти.
Уйғур зиялийси турмәмәт һашим әпәнди доклатида 2009- йили 5- июл үрүмчи вәқәсидин буянқи шәрқий түркистанниң вәзийитини тонуштуруш билән биргә, нуқтилиқ һалда диярим тор бетиниң башқурғучиси дилшат пәрһат, сәлкин тор бетиниң башқурғучиси нурәли обул, шәбнәм тор бетиниң башқурғучиси ниҗат азад, қанлиқ қирғинчилиқ әһвалини чәтәлгә йәткүзгәнлики түпәйли муддәтсиз қамақ җазаси берилгән гүлмирә әмин, вә ғәйрәт нияздин ибарәт сиясий мәһбусларниң паҗиәлик әһвалини тәпсилий тонуштуруп өткән. Биз йиғин һәққидә техиму тәпсилий мәлумат елиш үчүн турмәмәт һашим билән телефон сөһбити елип бардуқ.