Инсан һәқлири күни әнқәрәдә хитай әлчиханиси алдида намайиш өткүзүлди

12 - Айниң 10 - күни инсан һәқлири хитапнамисиниң елан қилинғанлиқиниң 61 - йиллиқи мунасивити билән хитайниң әнқәрә әлчилиханиси алдида намайиш өткүзүлди.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.12.10
Enqerede-Insan-heqliri-kuni-Xitay-elchixanisi-aldi-305.jpg Сүрәт, 12 - айниң 10 - күни инсан һәқлири хитапнамисиниң елан қилинғанлиқиниң 61 - йиллиқи мунасивити билән, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити әнқәрә шөбисиниң уйуштурушида, хитайниң әнқәрә әлчилиханиси алдида өткүзүлгән намайиштин бир көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

Намайишқа түркийидики аммиви тәшкилат мәсуллири вә сиясий партийә мәсуллири иранлиқ азәри түрклири, ирақ түркмәнлири  вә уйғурлардин болуп 250 әтрапида  киши қатнашти.

Намайишта  д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди мухбирларға баянат бәрди. Намайиш хитай әлчиханисиниң алдиға қара гүлчәмбирәк қоюш билән ахирлашти.   

Биз нәқ мәйданда намайишчиларни зиярәт қилип уларниң көз қарашлирини алдуқ.  Бу намайишни шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити  әнқәрә шөбиси  уюштурған.  

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.