Ислам дуняси аммиви тәшкилатлар бирликиниң йиғинида уйғурлар мәсилиси оттуриға қоюлди
2011.02.21
Һәр икки йиғинда, уйғур мәсилиси, ислам дунясидики муһим мәсилиләрниң бири сүпитидә оттуриға қоюлди. Йиғинға пакистанда паалийәт елип бериватқан өмәр уйғур вәхпиму тәклип билән қатнашти.
Ислам дуняси аммиви тәшкилатлар бирликиниң 11-қетимлиқ кеңәш йиғини мушу айниң 19-күни пакистан пайтәхти исламабадта ечилди. Мәзкур тәшкилат йәнә 20-феврал күни кәшмирдә, хәлқаралиқ кәшмир муһакимә йиғини өткүзди. Йиғинға ислам дунясидики 15тин артуқ дөләттин кәлгән 40тин артуқ тәшкилатниң вәкиллири қатнашти. Йиғинда ислам дунясидики муһим мәсилиләр музакирә қилинди. Йиғинға пакистанниң бир қисим һөкүмәт вә парламент әзалириму қатнашти. Өмәр уйғур вәхпиниң һәйәтлиридин абдуқейим әпәнди йиғинниң алақидар җәряни вә әһмийити һәққидә мәлумат бәрди.
Ислам дуняси аммиви тәшкилатлар бирликиниң кәшмирдики йиғиндин қайтқан мәсуллири, әтиликкә, исламабадта, өмәр уйғур вәхпиниң һәйәтлири билән сөһбәт елип бармақчи.
Ислам дуняси аммиви тәшкилатлар бирлики, 2005-йили истанбулда қурулған. Тәшкилатниң асаслиқ ғайиси, ислам дунясидики кишиләр вә хәлқләрниң һәқ вә әркинликлири үчүн күрәш қилиштур. Тәшкилатниң қурғучи әзалиридин бири болған хәлқаралиқ инсан һәқлири ярдәмләшмә вәхпи, 90-йилларниң бешида босинийиликләргә вә 1990-йилларниң оттура вә ахирлирида чечәнләргә муһим ярдәмләрдә болған. Бу ярдәмләр, боснийә вә чечәнләрниң уруш зәпәрлиридә муһим рол ойниған.