Ислам тинчлиқ сақлаш армийиси һәққидә муназирә
Мухбиримиз әркин тарим
2010.01.29
2010.01.29
RFA Photo / Erkin Tarim
Профессор доктор әкмәләттин иһсаноғлу баянатида, қалаймиқанчилиқ чиқиватқан ислам дөләтлиригә әвәтиш үчүн ислам тинчлиқ сақлаш армийиси қуруш лайиһисини ислам дөләтлиригә сунғанлиқини, әмма бу пиланиға ислам конферанси тәшкилатиға әза бәзи дөләтләрниң қарши чиққанлиқини ейтқан. Әкмәләттин иһсаноғлу баянатида ислам тинчлиқ сақлаш армийиси қурушқа қарши чиққан дөләтләрниң исмини ашкарилимиған. У бу мәсилини түркийәниң ислам дөләтлири рәһбәрлиригә идийивий хизмәт ишлиши, ислам конферанси тәшкилатиниң болса ислам дөләтлиридики үлималарни йиғип мүзакирә елип бериш арқилиқ һәл қилғили болидиғанлиқини ейтқан.
Африқа тинчлиқ сақлаш армийиси қурулса болидикән, немә үчүн ислам тинчлиқ сақлаш армийиси қурулса болмайду? әкмәләттин иһсаноғлу 1 - айниң 28 - күни һүрийәт гезитигә бәргән баянатида йәнә мунуларни дегән: "немә үчүн ислам дөләтлириниң бир тинчлиқ сақлаш армийиси йоқ дегән соалға җаваб тепиш үчүн өткән йили бир доклат тәйярлап ислам дөләтлири ташқи ишлар министирлири йиғинида уларға бәрдуқ. Доклатни мутәхәссисләрму көздин көчүрди. Кейин ислам конферанси тәшкилатиға әза ислам дөләтлиригә сундуқ, бәзи ислам дөләтлири бундақ бир армийә қурушниң балдур икәнликини ейтти. Бәзи ислам дөләтлири бирләшкән дөләтләр тәшкилати бар турса, мәсилилиримизни улар арқилиқ һәл қилайли дәп қарши чиқиватиду. Әмма бирләшкән дөләтләр тәшкилати африқа тинчлиқ сақлаш армийисини қурушқа рухсәт қилди. Африқа тинчлиқ сақлаш армийиси бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң армийиси билән бирликтә һазир суданниң дарфур шәһиридә вәзипә өтәватиду. Демәк бираз вақитқа еһтияҗимиз бар. Биз ислам тинчлиқ армийиси қуруш пилани үстидә техиму илгирилигән һалда тохталмақчи."
Обзорчи ибраһим қарагүл әпәнди, 1 - айниң 29 - күни йеңи шафақ гезитидә бу һәқтә язған "ислам тинчлиқ сақлаш армийисини түркийә қурмақчиму?" мавзулуқ мақалисидә, бүгүн дүняниң нурғун җайлирида болупму ислам дөләтлиридә қалаймиқанчилиқ барлиқини, бу қалаймиқанчилиқларни һәл қилиш үчүн һәр хил тәдбирләрни елиш керәкликини, буниң әң муһим йоллиридин бириниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қоллиши астида ислам тинчлиқ сақлаш армийиси қуруш керәкликини илгири сүргән.
Ибраһим қарагүл әпәнди мақалисидә бундақ бир тәшкилатниң қурулушиға қайси ислам дөләтлири қарши чиқиду дәп сорап, буниңға мундақ җаваб бериду: "әлвәттә буниңға хәтәрлик дәп қарайдиған дөләтләр қарши чиқиду. Исламға хәвп дәп қарайдиған дөләтләрниң тәсири астидики, уларға қошна ислам дөләтлири қарши чиқиду." У мақалисидә, ислам тинчлиқ армийисиниң түркийә, малайшия, һиндонезийә вә африқидики ислам дөләтлири рәһбәрликидә қурулуши керәкликини илгири сүргән.
Биз бу һәқтә көз қаришини елиш үчүн тәтқиқатчи журналист азадҗан буғра әпәндигә микрафонимизни узаттуқ. У ислам тинчлиқ армийисииниң қурулушиға қайси ислам дөләтлириниң қарши чиқидиғанлиқи, бундақ бир армийиниң дүня тинчлиқиға қошидиған төһпилири һәққидә тохталди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.