Истанбулда уйғур аяллар анилар күни мурасими өткүзди
Мухбиримиз арислан хәвири
2008.05.13
2008.05.13

RFA Photo
Кичик балилар, анилар күнидә анилириға гүл тәқдим қилиду, гүзәл сөзләр билән махтап уларни хушал қилиду, анилар үчүн яхши арзу - истәкләр тиләйду. Мәктәпләрдә анилар күни мунасивити билән мурасим , йиғинлар өткүзүлиду. Мурасимда сөзләнгән нутуқлар, оқулған шеир , мақалиләр аниларға беғишлиниду. Бу күндә йәнә пүтүн гезит - журналларда аниларни мәдһийиләп мақалә вә шеирлар йезилиду. Радио, телевизорларда аниларға болған сөйгү - муһәббәт тоғрисида сөз қилиниду.
2008 - Йили 5 - айниң 10 - күни истанбулда яшаватқан уйғур аяллар шәрқий түркистан вәхпигә топлишип, анилар күни паалийити өткүзди. Мурасимға 100 дин артуқ уйғур аяллири иштирак қилди. Мурасимға шаирә нурәла көктүрк ханим риясәтчилик қилди. Мурасимда язғучи белиқиз ханим, аял ниһайәт авшар, нур әла көктүрк ханим, меһринса қәшқәрли ханим қатарлиқ аяллар анилар күни мунасивити билән сөз қилди. Кичик балилар анилирини мәдһийиләп шеир оқиди.
Мурасим ахирлашқанда биз от йүрәк вәтәнпәрвәр шаирә сийтинса лоқман ханим билән бу мурасим һәққидә сөһбәт елип бардуқ.