Истанбулдики уйғурлар иптар зияпитидә бир йәргә җәм болди
Мухбиримиз арислан
2010.09.01
2010.09.01

RFA Photo / Arslan
Шәрқий түркистан вәхпидә өткүзүлгән бу иптар зияпитигә уйғур пешқәдәм, мойсипитләр вә истанбулдики шәрқий түркистан аммивий тәшкилатларниң мәсуллири, универиститларда оқуватқан уйғур оқуғучилар болуп көп санда киши қатнашти.
Бу иптар зияпити мунасивити билән истанбулда яшаватқан уйғур пешқәдәм мойсипитләр, шәрқий түркистан аммивий тәшкилат мәсуллири вә истанбулниң һәр қайси универиситетлирида оқуватқан оқуғучилар бир йәргә җәм болди.
Шу күни йәнә, иптар зияпитидин илгири шәрқий түркистан вәхпидә бир йиғин өткүзүлгән болуп бу йиғинға дуня уйғур қурултийи вә истанбулдики шәрқий түркистан аммивий тәшкилат мәсуллири қатнашқан.
Иптардин кейин шәрқий түркистан вәхпиниң рәиси һамут көктүрк вә дуня уйғур қурултийи дини ишлар комитетиниң мудири турғунҗан алавуддин әпәндиләр сөз қилди.
Биз иптардин кейин, шәрқий түркистан вәхпиниң рәиси һамут көктүрк билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.