Хитайниң камбоджадин қайтурулған ана-балиларни қоюп бәргәнликиниң ялғанлиқи байқалмақта

Хитай җ х министирлиқи пәйшәнбә күни баянат елан қилип, камбоджадин қайтурулған уйғурлар һәққидә бир қисим мәлуматларни бәргән. Берилгән мәлуматлар ичидә, камбоджадин қайтурулған уйғурлар ичидики бир ана вә икки балиниң қоюп берилгәнлики вә уларниң турмушиниң яхши орунлаштурулғанлиқи билдүрүлгән. Әмма игиләшлиримиздин қариғанда, әһвалниң хитайниң мәзкур баянатта дегинидәк әмәслики байқалмақта.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.06.28
Dada-Ana-we-Ikki-bala-Kambodzhadin-qayturulghanlar-305 Сүрәттә, хитай камбоджадин қайтуруп елип кәткән 20 уйғур ичидики абдуқадир абдуғени, айали шаһидә қурбан, 2 йашлиқ оғли билал абдуқадир вә 1 йашлиқ қизи маймунә абдуқадир қатарлиқ бир аилә кишилири.
RFA Photo / Shohret Hoshur

Нәзәрбағ йезисиниң башлиқиму , өзиниң бүгүнгә қәдәр йезида йүз бәргән һәр қандақ бир вәқәдин хәвәрдар болуп кәлгәнликини, әмма камбоджа вәқәсини пәқәт коча хәвәрлиридин аңлиғанлиқини ашкарилиди.

Нәзәрбағ йезисиниң партком секретари болса, бу мәсилиниң сәзгүр бир мәсилә икәнликини, бу һәқтә мәлуматни бир дәриҗә юқири орундин соришимизни тәвсийә қилди. Уму охшашла, икки бала вә бир аниниң мувапиқ орунлаштурулғанлиқ мәсилисидә җ х министирлиқиниң баянатида дейилгәнләрни тоғра яки хата дәп ипадә билдүрмиди.

Хитайниң камбоджа вәқәсидә учурни қаттиқ контрол қиливатқанлиқи баштинла мәлум. Әмма, 2 бала вә бир аниниң башқа бир дөләттә тутулуп, арқидин юртиға қоюветилишидәк чоң бир вәқәни йеза әмәлдарлириниң билмәслики еһтималдин узақ. Шуңа хитайниң икки бала вә бир анини қоюп бәргәнликиниң рас яки ялғанлиқини испатлаш қийин болмақта.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.