Долқун әйса корийидә 3 күн тутуп турулуп германийигә қайтуруветилди

Җәнубий корийә даирилири дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйсани сеул айродромида тутуп қелип, униң җәну бий корийидә өткүзүлидиған хәлқаралиқ йиғинға қатнишишини чәклигән иди. Вәқәдин кейин германийә һөкүмитиниң арилишиши билән җәнубий корийә һөкүмити долқун әйсани қоюп беришкә мәҗбур болди.
Мухбиримиз әркин
2009.09.18
Dolqun-eysa-305 Д у қ ниң баш секретари долқун әйса әпәндимниң германийидики намайишлардин биридә сөз қиливатқан көрүнүшлиридин бири.
RFA Photo

Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса җәнубий корийидә ечилидиған асияни демократийиләштүрүш темисидики бир хәлқаралиқ йиғинға қатнишиш үчүн 15 - сентәбир күни сеулға кәлгән иди. Лекин җәнубий корийә һөкүмити уни чегрида тохтитип қоюп, пәйшәнбә күни қоюп бәргән вә германийигә қайтурувәткән. Долқун әйса зияритимизни қобул қилип, өзиниң сеул айродромидики кәчүрмишини аңлатти.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.