Шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитидә 3 - айлиқ сөһбәт йиғини өткүзүлди
Мухбиримиз арслан
2009.03.04
2009.03.04

RFA Photo / Arslan
Җәмийәтниң бу айлиқ сөһбәт йиғини 3 - айниң 1 - күни җәмийәт мәркизидә өткүзүлди, йиғинға һәр айдикигә охшаш җәмийәтниң идарә һәйәт мәсуллири вә әзалири шундақла истанбулда яшаватқан уйғурлардин 80 дин артуқ яшлар иштирак қилди.
Йиғинға шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи доктур алимҗан әпәнди риясәтчилик қилди. Йиғинда алди билән қуран тилавәт қилинип дуа қилинди, кейин шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллиридин абликимхан мәхсум қатарлиқ мәсуллири сөз қилди. Йиғинда асаслиқи, җамаәтлишип бирликтә яшаш вә униң әһмийәтлири, ялғуз , йәккә - йиганә яшашниң әһмийәтсиз һаят икәнлики , қериндашлиқ вә үлпәтлишиш шундақла әхлақ өлчими принсипи дегәнгә охшаш мәзмунларда сөз қилинди.
Йиғинда шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәсуллиридин һөрмәтлик абликимхан мәхсум "қериндашлиқ вә үлпәтлишиш" дегән темида сөз қилип мундақ деди: "биз қериндашларға һәр айниң бешида бир орунға топлишиш, шу топлишиш мунасивити билән өз ара дидарлишиш, һәмнәпәс болуш, шуниң билән биргә пикирдаш болуш үчүн сөһбәтлишип келиватимиз. Сөһбәттә бизниң һазирқи әмәлий вәзийитимиз, һазирқи писхика әһвалимиз, роһий җәһәттики бәзи илләтләрни йоқитиш җәһәттә издинип келиватимиз. Бүгүнки сөһбитимиздә: қандақ болғанда қериндаш болғили болиду? қериндашлиқниң мәҗбурийити немә? һәр бир мөмин мусулман дуня вә ахирәтниң бәхт - саадитигә еришиш үчүн қайси дәриҗидики қериндашлиқни вуҗудиға сиңдүрүш лазим, дегән мавзуда тохтилимиз. Қериндашлиқ гүзәл әхлақниң мивиси, тәпириқчилиқ начар әхлақниң нәтиҗиси, гүзәл әхлақ бир бирини дост тутуш, бири биригә һәмкарлишиш, бир бири билән маслишишни тәқәзза қилиду, начар әхлақ дегән бир бирини яман көрүш, бир - биригә һәсәт қилиш, бир биригә тәтур қараш, нәпрәт билән қарашни тәқәзза қилиду. Гүзәл әхлақ дегән алақисини үзгән адәм билән алақә қилиш, мунасивәтни үзгән адәмни издәп туруш, алақини қоюқлаштуруш, сәмими қериндашлиқ орнитиш гүзәл әхлақтур."