1-Өктәбир уйғурлар үчүн матәм күни болуп қалиду

Мәлумки, дуня уйғур қурултийи 1-өктәбир күнини уйғурларниң матәм күни дәп қарар алған иди. Шу мунасивәт билән дуняниң һәр қайси мәмликәтлиридә яшаватқан уйғурлар бу күни хитай коммунистик даирилириниң 63 йиллиқ сиясити давамида қурбан болғанларни хатириләш вә хитайниң уйғур елидә елип бериватқан сияситигә қарши туруш һәрикәтлирини, паалийәтлирини уюштурмақта.
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2012.10.01

Бу күни алмата шәһири вә униң әтрапидики уйғурларму бир йәргә җәм болуп, хатириләш паалийити өткүзди. Риясәтчи бу йиғилишниң асаси мәқситини чүшәндүргәндин кейин, диний зат мәһәммәтҗан һаҗим мустәқиллиқ вә әркинлик йолида қурбан болғанларға атап қуран оқуди.

“ уйғурлар вәтини 63 йил хитай мустәмликиси астида” темисида доклат оқулғандин кейин, сөзгә чиққан дуня уйғур қурултийи рәисиниң алаһидә вәкили, сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди д у қ рәиси рабийә қадирниң явропадики паалийәтлири һәмдә хитай коммунистик партийисиниң 18-қурултай алдидики әһвали һәққидә әтраплиқ мәлумат бәрди.

Мурасимда сөзгә чиққучилар уйғур елидики вәзийәтни даим көзитип туруватқанлиқини, 1-өктәбирниң уйғурлар үчүн мәңгү матәм болуп қалидиғанлиқини, шундақла мустәқиллиқ, бирлик, иттипақлиқ идийилирини алаһидә тәкитлиди.

Радиомиз зияритини қобул қилған алмата шәһири турғуни наиләм һәмрайева өз қарашлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.