Мәмәт турсун хитайниң әнқәрә әлчиханисиға бомба атқан
Мухбиримиз әркин тарим
2009.10.02
2009.10.02
AFP Photo
Әмма у иккинчи бомбини ташлаш алдида турғанда, уни түрк сақчилири тутуп кәткән. У һазир әнқәрәниң синҗан районидики синҗан түрмисидә тутуп турулмақта.
Хитай әлчиханисиға етилған бомба от қоюп бериш үчүн ишлитилидиған бомба болғачқа, хитай әлчиханисиға анчә көп зиян йәткүзәлмигән. Түрүк сақчилири бүгүнгичә мухбирларни хитай әлчиханисиниң алдиға йеқинлаштурмайватиду.
Биз игилигән мәлуматларға асасланғанда, мәмәт турсун уйғур 7 күндин кейин сотқа елип чиқилидикән.
Мәмәт турсун уйғур 2008 - йиллиқ олимпик мусабиқисиниң хитайда өткүзүлүшигә наразилиқ билдүрүш үчүн хитайниң әнқәрә әлчиханисида намайиш өткүзүлгәндә, өзигә от қоюп наразилиқ билдүргән иди. У, бәдинигә бензин чечип, от яққанда түрк сақчилири от өчүрүш машиниси билән өчүрүвалған болсиму, әмма у еғир яриланған иди.
Мәмәт турсун уйғур йәнә 2008 - йили 4 - айниң 3 - күни истанбулда бейҗиң олимпик мәшилини елип қечишқа урунған иди. Мәмәт турсун уйғур қандақ бир киши? у немә үчүн бу йолни таллиған? у уйғур мәсилиси һәққидә немиләрни ойлайтти? бу соалларға җаваб тепиш үчүн, униң аяли вә достлири билән сөһбәт елип бардуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.