Өзигә от қойған мәмәт турсун билән әнқәрә нәмунә дохтурханисида сөһбәт
Мухбиримиз әркин тарим хәвири
2008.08.11
2008.08.11

AFP Photo
Мәмәт турсун әпәнди 11 - авғуст күнидин тартип, көзини ечип тамақ йейишкә, кишиләр билән сөһбәт қилишқа башлиди. Уни давалаватқан дохтурниң ейтишичә, мәмәт турсун оттура дәриҗидә көйгән болуп, узун қалмай ятақтин чиқидикән.
Мәмәт турсун әпәнди әнқәрәдики нәмунә дохтурханисидики ятақта зияритимизни қобул қилди. У бу намайишта өзигә от қоюштики мәқсити үстидә тохтилип, өз вәтини шәрқий түркистанниң 60 йилдин бери хитайниң ишғалийити астида икәнликини, шәрқий түркистан хәлқиниң 60 йилдин бери хитайниң зулуми астида көйүватқанлиқини пүтүн дуня җамаәтчиликигә аңлитиш, шундақла өз вәтини үчүн җенини педа қилалайдиған уйғурларниңму барлиқини көрситиш һәмдә уйғур хәлқиғә үмид бериш үчүн өзигә от қойғанлиқини ейтти.
Мәмәт турсун әпәнди 1968 - йили уйғур дияриниң куча шәһиридә туғулған болуп, бу йил 40 яшқа киргән. Униң 3 балиси бар болуп истанбулниң зәйтинбурну районида туриду. Униң "шәнлик уйғур магизини" намида бир дукини бар болуп, аран турмушини қамдап яшимақта. Мәмәт турсун әпәнди түркийигә келип 6 йилдин кейин айилини, 9 йилдин кейин 2 балисини вәтәндин елип чиқалиған.
Мәмәт турсун билән нәмунә дохтурханисидики ятақта сөһбәт елип бардуқ. юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики зияритимизниң тәпсилатини диққитиңларға сунимиз.