Хитай һөкүмити уйғур пәрзәнтлириниң меңисини юяламду?
2012.09.06
Сиясий җәһәттин елип ейтқанда, болупму коммунист партийә һакимийити астидики җәмийәттә пәрзәнтләрни кичикидин тартип коммунистик түзүмни қариғуларчә қоллап қуввәтләйдиған һәм бу түзүмгә садиқ пуқра тәрбийиләш дегәнликтур.
Ундақта хитай һөкүмити 63 йилдин бери уйғур диярида бу хил тәрбийә арқилиқ уйғур пәрзәнтлириниң меңисини юялидиму? уйғур пәрзәнтлири башланғуч мәктәптин тартипла “әхлақ” дәрсини алидиған болуп бу дәрстә нуқтилиқ һалда коммунистик партийә сөйгүси өгитилидикән.
Бу дәрс уйғур пәрзәнтлиригә қандақ тәсир көрсәтмәктә? бу һәқтә өз тәсиратлирини елиш үчүн башланғуч вә толуқсиз толуқ оттура мәктәпни уйғур диярида оқуп түркийигә кәлгән исмини ашкарилашни халимиған уйғур қизи билән сөһбәт елип бардуқ. У өз кәчүрмишлирини асас қилип туруп хитай қанчә қилсиму уйғур пәрзәнтлириниң меңисини юялмайдиғанлиқини көрсәтти.