Меркил ханимдин д у қ баш шитабиға җаваб хәт кәлди
Мухбиримиз әкрәм
2009.09.29
2009.09.29

AFP Photo
Анҗила меркил ханим бу қетимқи сайламда ғәлибә қазиништин илгири, униң баш министирлик ишханиси д у қ баш шитабиға җаваб мәктуби йоллиған болуп, 5 - июл қанлиқ қирғинчилиқиға нисбәтән германийә һөкүмитиниң позитсийиси әкис әттүрүлгән бу хәт һәққидә қурултай баш катипи долқун әйса әпәнди бизгә мәлумат бәрди.
5 - Июл қанлиқ қирғинчилиқи йүз бәргәндин кейин, ғәрб демократик әллири ичидә хитайниң уйғурлар үстидин елип барған қанлиқ қирғинчилиқини тохтитиши һәққидә тунҗи қетим очуқ баянат елан қилған дөләт дәриҗилик рәһбәрниң бири дәл германийә баш министири анҗила меркил ханим болуп, у 6 - июл күни бәргән баянатида, хитай рәиси хуҗинтав билән италийидә чақириливатқан г-8 йиғинида бу мәсилини сөзлишидиғанлиқини тәкитлигән иди.
Хуҗинтавниң г-8 йиғиниға қатнашмайла кетип қелиши, 5 - июл қанлиқ қирғинчилиқиниң г-8 йиғинида оттуриға қоюлуш пурситини йоқ қилған. Германийә рәһбәрлири ичидә хитай билән болған мунасивити әң йирик һесабланған баш министир анҗила меркил ханимниң намидин д у қ ға мәктуп йоллуши, уйғурлар мәсилисиниң германийидә тутқан орнини пәрәз қилишқа йәткүдәк дәлил санилидикән.
Меркил ханимға вәкалитән әвәтилгән бу хәттә, германийә һөкүмитиниң 5 - июл қанлиқ қирғинчилиқиға һелиму көңүл бөлүватқанлиқини вә бигунаһ тутқунларниң дәрһал қоюп берилиши үчүн, хитай һөкүмити билән болған сөһбәтлиридә бу мәсилини тәкитләйдиғанлиқини һәмдә германийә һөкүмитиниң вәқәгә болған мәйданини оттуриға қойидиғанлиқини әскәрткән.
Хәттә, меркил ханимниң 5 - июл қирғинчилиқида өлгән уйғурларға тәзийә билдүрүдиғанлиқиму қәйт қилинған. Меркил ханимниң ишханисидин кәлгән бу хәттә йәнә, хитай һөкүмитиниң уйғурлар билән болған тоқунушларни қанлиқ васитиләргә тайинип әмәс, бәлки диалог йоли билән һәл қилиши лазимлиқи тилға елинған.
Хәттә йезилишичә, германийә һөкүмити 5 - июл қирғинчилиқи мәсилисини ялғуз германийә дөлити сүпити билән өз алдиға әмәс, бәлки явропа бирликигә әза барлиқ дөләтләргә қәдәр кеңәйтип, яврупа бирлики иттипақи намидин хитай билән болған кишилик һоқуқ диалоглирида оттуриға қойидиғанлиқини тилға алған.
Мәзкур хәтниң ахирида, германийә ташқи ишлар министирликиниң меркил ханимни көплигән мәлуматлар билән тәминлигәнлики һәмдә д у қ вәкиллириниң германийә ташқи ишлар министирлики билән елип барған сөһбәтлиридин өзлириниң хәвири барлиқи әслитилгән.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.