Мисирлиқлар тунҗи қетим парламент сайлимида аваз бәрди
2011.11.29

Аваз бериш паалийити мисирниң қаһирә, фәйюм, оқсур, порсәид, думят. Искәндәрийә, кәфрушәйх, асют вә қизил деңиз қатарлиқ 9 чоң вилайитидә өткүзүлди. Нөвәттики сайлам мисирда йүз бәргән 25-январ намайишиниң мевиси һесаблинидикән. Сайламға қатнашқанларниң сани 17 милйон әтрапида мөлчәрләнмәктә икән. Бу сайламға мисли көрүлмигән дәриҗидә көп адәм иштирак қилған.
Мисирлиқлар демократийә көврүкидә
Сәуди әрәбистанда чиқидиған“әл вәтән”гезитиниң2011-йили29-ноябир санида,“мисирлиқлар демократийә көврүкидә” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, униңда мундақ дәп йезилған: “мисирда сабиқ рәис мубарәкниң 30 йиллиқ диктаторлиқиға хатимә берилгәндин кейин, демократик сайлам елип бериш вә һөкүмәт органлириға хәлқ яқтуридиған мәсулларни таллап чиқириш һәммә кишиниң тәлипи болуп кәлгән иди. Мана әмди мисир хәлқи арзусини әмәлгә ашуруш йолида аваз бериш сандуқлириға толуп ташқан хушаллиқ вә зор һаяҗан билән беришти. Бу йил 11-феврал күни мисирлиқлар сабиқ рәис мубарәкни тәхттин чүшүргән болсиму, һакимийәт һазирғичә мисир һәрбий қоманданлиқиниң қолида болуп кәлгән иди. Мисирлиқлар һакимийәтни хәлқниң қолиға йөткәш йолида һәммә пирқә вә һәммә мәзһәп бирләшкән һалда сайлам мәйданиға кирди. Мисир хәлқи әрәб баһарини қозғаш арқилиқ барчә әрәб дунясини уйқусидин ойғатқинидәк, әркин сайлам елип бериш ишидиму үлгә яратмақта. Мисирлиқларниң бу ғәлибиси растинила қутлинишқа әрзийду. Әмма мисир хәлқи бу ғәлибигә асанлиқ билән еришкини йоқ. Улар бу йолда қурбанлар бәрди. Туғқанлиридин, йеқинлиридин вә бәзиси аилә әзалиридин айрилди. Шуңа мисирлиқлар еришиш алдида турған бу демократийә қиммәтлик демократийидур.”
Мисирлиқлар һаяҗанға чөмди
Лондонда чиқидиған “оттура шәрқ” гезитидиму мисирдики сайлам үчүн орун берилгән болуп, униңда мундақ дәп йезилған: “мисирниң қаһирә шәһиридин муһәммәд әҗәм дегән кишиниң хәвиригә асасланғанда, мисирда өткүзүлгән нөвәттики парламент сайлими мисли көрүлмигән дәриҗидә һаяҗанлиқ өткән. Мисир телевизийиси ‛хәлқ таллайду‚ дегән шоар астида сайлам җәрянини нәқ мәйдан көрситип турған. Мисирда қери, яш, әр, аял һәммиси сайламда аваз бәргән.”