Мисирдики намайиш вә мисир вәзийити
2011.01.31

Түрк мәтбуатлири бу намайишниң мисирдики бай вә кәмбәғәл пәрқиниң зорийиши сәвәбидин келип чиққанлиқини тәкитләш билән биргә мисир дөләт рәиси мубарәкниң 30 йилдин буян мисир хәлқини бесим билән башқуруп кәлгәнликини, бесимға чидимиған мисир хәлқиниң қозғалғанлиқини язмақта.
Мисир пайтәхти қаһирә шәһәр мәркизидики асаслиқ мәйданлар намайишчилар тәрипидин игиләнгән болуп, мисирдики чәтәл грәжданлири мисирдин айрилмақта. Түрк һөкүмити мәхсус айропилан әвәтип түркләрни қайтуруп кәлмәктә. Мисирдики бу қозғилишниң оттуриға чиқишидики сәвәб зади немә? буниңдин кейин қандақ бир йүзлиниш оттуриға чиқар? мисирда мәйданға кәлгән вәқәләрниң башқа дөләтләргә җүмлидин уйғур мәсилисигә қандақ тәсир көрситәр дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн мисир мутәхәссиси абдуләхәт абдурахман әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Абдуләхәт абдурахман 1986-йилидин 1996-йилиғичә мисирда оқуған болуп, у мисирда толуқ оттура мәктәпни пүттүргәндин кейин, қаһирәдики әзһәр университетиниң қанун факултетини пүттүргән. Һазир түркийидики мәлум бир шәрқий түркистан аммиви тәшкилатида тәтқиқат ишлири билән шуғулланмақта.