12-Июн күни москва билән вашингтонда охшимиған намайиш
2012.06.12

Вашингтонда намайишчилар коммунизмниң зиянкәшликигә учриған қәһриманларни хатирилиди вә инсанийәткә балайиапәт кәлтүргән коммунизм түзүмигә ләнәт яғдурди. Әмма москвада өткүзүлгән намайишта болса, кишиләр “русийигә путин керәк әмәс” дәп шоар товлап намайиш қилди. Бу намайишта, кишилик һоқуқ тәшкилатлири сабиқ совет иттипақида коммунизм түзүмини тиклигән ленинниң җәситини москвадики қизил мәйдандин елип ташлап көмүветиш тәшәббусини оттуриға қойди.
Бүгүн, 6-айниң 12-күни вашингтон алаһидә районида, коммунизмниң зиянкәшликигә учриған кишиләрни хатириләш абидиси тикләнгәнликиниң бәш йиллиқ хатирә күни. Буниңдин бәш йил бурун, әйни вақиттики америка президенти җорҗи буш пүтүн дуняда коммунизмниң зиянкәшликигә учриған йүз милйондин артуқ адәмни хатириләйдиған бу абидиниң йопуқини ачқан иди. Шуниңдин кейин һәр йили мушу күндә бу абидә алдида, коммунизмниң зиянкәшликигә учриған кишиләрни хатириләш, коммунизмға ләнәт яғдуруш намайиши өткүзүлүп кәлмәктә.
“америка авази” ниң баян қилишичә, бу йил вашингтонда миңлиған адәм бу абидә алдида өткүзгән намайишта, әркинлик вә кишилик һоқуқ һәрикити үчүн өчмәс төһпә қошқан сабиқ америка дөләт мәҗлиси әзаси, мәрһум том лантос әпәндиниң аяли анет лантос ханим “лантос фонд җәмийити” гә вакалитән, албанийидин келип америкиға йәрләшкән дөләт мәҗлиси әзаси диогат әпәнди қатарлиқ үч кишигә “труман-реган әркинлик мукапати” тәқдим қилди. Улар намайишчилар билән биллә, коммунизмниң зиянкәшликигә учриған қәһриманлар үчүн гүлчәмбирәк қойди.
Бүгүн москвада өткүзүлгән чоң намайиш буниңға охшимайду. “бирләшмә агентлиқи”, “телеграф гезити”, “франсийә агентлиқи” қатарлиқ учур васитилири москвадин йоллиған хәвәрләргә қариғанда, бүгүн, 6-айниң 12-күни русийиниң мустәқиллиқини тәбрикләйдиған дөләт байрими яки русийә күни. Бу байрам русийидә 1992-йилидин башлап давамлашмақта. Бүгүн русийиниң дөләт байрими күни москвада өткүзүлгән бу намайиш, русийиниң мустәқиллиқини тәбрикләйдиған намайиш әмәс, бәлки һазирқи русийә президенти путинни әйибләйдиған намайиш болди.
Хәвәрләрдә тәсвирлинишичә, намайишчилар пушкин мәйданидин өткәндә, русийә сақчилири 18 миң намайишчи билән қаршилашқан. Әмма намайишчилар, сақчилар билән тоқунуш йүз бәргәндиму өзлирини интайин тәмкин тутқан. Улар “путин қарақчи”, “русийигә путин керәк әмәс”, “русийиниң президентини қайтидин сайлаймиз” дәп шоар товлап маңған. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң ейтишичә, бүгүнки намайишқа қатнашқа адәм сани 100 миңға йеқин.
“америка авази” ниң баян қилишичә, буниңдин бир һәптә бурун, русийә мәдәнийәт министирлиқи пүтүн мәмликәткә, сабиқ совет иттипақниң рәһбири ленинниң москвадики қизил мәйданға селинған қәбрисини бузуп, униң орниға музейи селиш, ленинниң җәситини көмүветиш тәшәббусини оттуриға қойған иди. Бу тәшәббусни бүгүнки чоң намайишта русийидики кишилик тәшкилатлири қайтидин оттуриға қойди.
“б б с” ниң баян қилишичә, русийә президенти владимир путин буниңдин бирнәччә күн бурун, рухсәт алмай өткүзүлгән намайишқа ашуруп җәриманә қоюш буйруқи имзалиған. Русийә сақчилири навалней флат, сергей удалтсоф, еля яшин қатарлиқ мәшһур өктичиләрниң туралғулирини ахтуруп тәһдит салған.
Бүгүн москвада русийә президенти владимир путинға қарши намайиш өткүзүлүштин сәл бурун, русийидики бир қисим интернет тор бәтлири тақиветилгән. Русийидики мәшһур телевизийә программа риясәтчиси ксәния собчак, русийидә коммунист партийиниң террорчилиқиниң қайтидин йүз беришини һәргиз тәсәввур қилмиған икәнмән, дәп әпсусланған.