Нобел вә рафто кишилик һоқуқ мукапат саһиблири ослода җәм болди
2013.01.15

Нобел тинчлиқ комитети билән рафто кишилик һоқуқ җәмийитиниң бирликтә тәшкиллиши арқисида нобел вә рафто кишилик һоқуқ мукапатиға еришкән иранлиқ шерин абади, рафто мукапатиға еришкүчиләрдин уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси рабийә қадир ханим, әзәрбәйҗанлиқ малаһа васибова вә явропа кеңишиниң шимал-җәнуб мукапатиға еришкән тунислиқ соуһйр бәлһассән қатарлиқлар 14-январ күни норвегийиниң пайтәхти осло шәһиригә җәм болди.
Бу қетимқи учришишниң мәқсити мусулман аяллириниң һәқ-һоқуқлири, иқтисади әһвали, әркинлики, уларниң демократийә вә җәмийәт тәрәққиятидики орни, сағламлиқ мәсилиси, маарип вә тәрбийилиниши қатарлиқ мәсилиләрдә муһакимә елип бериш вә кейинки қетимлиқ йиғин үчүн тәйярлиқ қилиштин ибарәт болуп, алий мукапат саһиблири болған бу төт ханимниң пикир-тәләплири, доклатлири йиғин җәрянида муһим күнтәртипкә қоюлған.
Рабийә ханим зияритимизни қобул қилип бу паалийәтләр һәққидә мунуларни билдүрүп өтти.
Рабийә қадир ханим мухбиримизға, шәрқий түркистанда зулум чекиватқан уйғур аяллири, қизлири вә балилар һәққидә йиғин әһлигә немиләрни билдүргәнликини баян қилип өтти.
Бу қетимқи йиғинға йәнә нобел комитетиниң әзалири, рафто кишилик һоқуқ җәмийитиниң башлиқи вә норвегийидики башқа кишилик һоқуқ органлириниң хадимлириму қатнашти.
15-январ күни чүштә, рабийә қадир ханим билән өмәр қанат әпәнди норвегийидики паалийитини ахирлаштуруп қайтти.