Норвегийә уйғур комитети уйғурларға иптарлиқ дастихан салди

Түнүгүн йәни 4-авғуст шәнбә күни кәчтә норвегийә уйғур комитети вә қурулуватқан уйғур ислам мәркизи бирликтә норвегийидики уйғурлар үчүн мол иптарлиқ дастихан һазирлап җамаәткә иптарлиқ бәрди. Иптарлиқ паалийитидә әр вә аяллар үчүн айрим заллар һазирлинип қираәтләр қилинди, диний сөһбәтләр җәрянида вәтән-милләтниң нөвәттики әһвали, болупму рамзан ейида хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан чәктин ашқан диний бесими алаһидә тилға елинип өтүлди шундақла шеһитләрниң роһиға атап дуа-тилавәт қилинди.
Атавулла қарим иптар паалийити җәрянида җамаәтниң қандақ пәрз вә қәрзләрни ада қилиши керәклики һәққидә тәблиғ қилип өтти.
Турғунҗан қарим зияритимизни қобул қилип уйғурларниң бирлик вә иттипақлиқи һәққидә тохталди.
Пайтәхт осло вә әтраптики шәһәрләрдин кәлгән йүзгә йеқин киши бу қетимқи иптарлиқ паалийитигә қатнашти.