Обама ғәлибә қилди, көп дөләт рәһбәрлири тәбриклиди
2012.11.07

Сәйшәнбә күни кечидә елан қилинған сайлам нәтиҗисидә барак обама 206 гә қарши 303 аваз билән риқабәтчиси мит ромненй устидин толуқ ғәлибә қилди.
Обаманиң риқабәтчиси ромнейму обаманиң ғәлибисини тәбриклиди.
Обаманиң қайта президентлиққа сайлиниши мунасивити билән көп дөләт рәһбәрлири уни тәбриклиди. Буларниң арисида русийә, исраилийә, явропа әллири рәһбәрлири, хитай һәмдә б д т баш катипи бан кимон қатарлиқлар бар.
Русийә президенти путин обамаға телефон берип, уни биваситә тәбриклигән. Баш министири медведев охшашла обамани тәбриклигән. Бан кимон обамни қизғин тәбрикләш билән биргә сүрийә мәсилисини һәл қилишта давамлиқ һәмкарлишиш арзусини ипадилигән. Обамани қизғин тәбриклигән әнглийә баш министири камероннму тәбрикнамисидә обама билән давамлиқ бирликтә сүрийә мәсилисини һәл қилиш үмидини ипадә қилған.
Обаманиң ғәлибисидин кейин хитай рәиси ху җинтав, муавин рәиси ши җинпиң вә баш министир вен җабав қатарлиқлар обама вә муавин президент җов байдинни тәбриклигән.