уйғур өсмүрләрниң "қош тил" мәктәплиридә кәмситилишкә учраватқанлиқи мәлум

хитай мәктәплиридә оқуватқан уйғур балиларниң хитай оқутқучи-оқуғучилириниң кәмситишигә, хорлишиға учрап келиватқанлиқи, һәтта ата-аниларниңму бу хил қилмишларға аңсиз һалда ярдәмчи болуватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.

ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺋﯧﻠﯩﻨﯩﯔ ﺧﻮﺗﻪﻥ ﯞﯨﻼﻳﯩﺘﯩﺪﯨﻜﻰ ﻣﻪﻟﯘﻡ ﺑﯩﺮ ﻗﻮﺵ - ﺗﯩﻞ ﻣﻪﻛﺘﯩﭙﯩﻨﯩﯔ ﺋﻮﻗﯘﻏﯘﭼﯩﻠﯩﺮﻯ.
ﺋﯘﻳﻐﯘﺭ ﺋﯧﻠﯩﻨﯩﯔ ﺧﻮﺗﻪﻥ ﯞﯨﻼﻳﯩﺘﯩﺪﯨﻜﻰ ﻣﻪﻟﯘﻡ ﺑﯩﺮ ﻗﻮﺵ - ﺗﯩﻞ ﻣﻪﻛﺘﯩﭙﯩﻨﯩﯔ ﺋﻮﻗﯘﻏﯘﭼﯩﻠﯩﺮﻯ. (AFP Photo)

0:00 / 0:00

юқириқи мәлуматларни балилирини хитайчә мәктәпкә бәргән уйғур елиниң мәлум шәһиридики бир уйғур әпәндим тәминлиди.

бу уйғур әпәндим балилириниң мәктәптә кәмситишкә, таяқ йейишкә дучар болидиғанлиқини ейтиш билән биргә, роһи кәйпияти вә миҗәз хулқиниңму өзгирип кәткәнликини, амма балилириниң мәктәптики һәқ һоқуқини қоғдашқа амалсиз икәнликини билдүрди.

тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиләр.