Пәләк шаһи адил һошур қанас көли үстидин өтмәкчи
Мухбиримиз әқидә
2009.06.29
2009.06.29

AFP
Аилисиниң 450 йиллиқ даваз тарихиға игә болуши түпәйли даваз маһаритини өзидә пишшиқ муҗәссәмләштүргән адил һошур, 5 қетим дуня җинис рекорти яритип, уйғур даваз мәдәнйитини пүткүл җаһанға намайән қилди.
Һазир дуня җамаәтчилики пәләк шаһиниң бир уйғур икәнликини тонуйду. Адил һошур илгири узунлуқи 1399 метирлиқ симдин оңушлуқ өткән болуп, бу қетим у меңип өтмәкчи болған полат симниң узунлуқи болса 1530 метирға, игизлики 250 метирға йетидикән.
Биз адил һошур әпәндиниң бир мәзгил ара бәргәндин кейин, йеңи елип бармақчи болған бу паалийити һәққидә радио аңлиғучиларға тәпсилий мәлумат бериш үчүн униңға телефун урдуқ. Зияритимизни қобул қилған адил әпәнди қанас көлидә елип баридиған даваз маһаритиниң, суний һәмраһ арқилиқ 33 дөләткә нәқ мәйдандин тарқитилидиғанлиқини билдүрди. У йәнә 5 - июл күни сим үстидин өтүп болғандин кейинки тәсиратини аңлитиш үчүн зияритимизни күтидиғанлиқини билдүрди.
Юқиридики аваз улинишидин, адил һошур билән елип барған бу сөһбәт хатирисиниң тәпсилатини аңлайсиләр.