Қаримайда икки миңға йеқин уйғур пәришан һаләттә

5 - Июл вәқәсидин кейин, үрүмчидә йүз бәргән уйғурлар топлишип олтурақлашқан мәһәлилиләрни чеқиш долқуни қаримайға йетип кәлгән. Новәттә қаримай шәһириниң дашиго вә шидаго дәп атилидиған икки җайидики уйғурлар мәһәллиси чеқилмақта. Бу икки мәһәллидики уйғурлар қаримай шәһиридә яймичилиқ қилип, йемәк - ичмәк тиҗарити билән күн кәчүрүватқан уйғурлар иди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.07.21

Қаримайниң йәр көлими 9500 кувадират километир, нопуси 290 миң; нопусниң 78% и хитай, 13% и уйғур. Йәни қаримайда 226 миң хитай,30 миңға йеқин уйғур яшайду. Мана буларниң ичидики 2000ға йеқин нопус, қаримайда, баққалчилиқ, көктатчилиқ вә қассаплиқ тиҗарити билән шуғуллиниватқан уйғурлар. Мәлум болушичә, нөвәттә мана бу уйғурлар олтурақлашқан мәһәлләр чеқилмақта, улар қаримайдин кетишкә мәҗбурланмақта; техиму муһими тирикчилик йолидин айрилмақта.

Биз бу әһвални ениқлаш үчүн қарамай шәһәрлик һөкүмәткә телефон қилдуқ.

Нөвәттә икки уйғур мәһәллисини бузуш вә бу йәрдики тарқақлаштуруш пиланини шәһәрлик сиясий - қанун комитети иҗра қилмақта. Һәрикәттә алдинқи сәптә вәзипә өтәватқан киши мәһәммәдҗан исимлик сақчи хадими болуп, у вәқәниң җәряни һәққидә мәлумат билдүрди.

Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, 5 - июл вәқәсидин кейин, хитай һөкүмити, үрүмчидики уйғурлар мәркәзлик олтурақлашқан мәһәллиләрни сәзгүр мәһәллиләр дәп атиған вә вә мәзкур мәһәллиләрни үрүмчиниң муқимлиқиға тәһдит дәп қарап, бу җайдики уйғурларни тарқақлаштуруш үчүн һәрикәткә өткән. 5 - Июл вәқәсидин кейин, қаримайда, хитайға қарши һәрикәтләрниң болған - болмиғанлиқи һазирчә мәлум әмәс. Әмма, хитайниң қаримайдики бу икки уйғур мәһәллисини қаримайниң муқимлиқиға тәһдит дәп қараватқанлиқи мәлум болмақта.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.