Қәшқәр дөләтбағда хитай пуқралириға қайча билән һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

Қәшқәр шәһириниң дөләтбағ мәһәллисидә бир уйғурниң бир хитай пуқрасини қайча билән һуҗум қилип зәхимләндүргәнлик вәқәси ашкариланди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.12.07
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Qeqer-weqesi-tutush-elani-305 31-Июл қәшқәрдә вәқә пайда қилғанларниң ичидики бириниң тутуш әлани. 2011-Йили 2-авғуст.
AFP

Түнүгүн бир қисим ғәйрий рәсмий ахбарат васитилиридә қәшқәрдә хитай сақчилириға аптомобил билән һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәнлики хәвәр қилинған иди. Мухбиримизниң бүгүнки игиләшлиридә мәзкур вәқәниң тоғрилиқи испатланмиди, әмма қәшқәр шәһириниң дөләтбағ мәһәллисидә бир уйғурниң бир хитай пуқрасини қайча билән һуҗум қилип зәхимләндүргәнлик вәқәси ашкариланди. Сақчи хадимлириниң дәлиллишичә, һуҗум мушу айниң 3-күни йәни шәнбә күни саәт 11 дә йүз бәргән.

Қәшқәр дөләтбағда йүз бәргән қайча билән һуҗум қилиш вәқәсидә бир нәпәр хитай пуқраси зәхимләнгән. Хитай даирилири вәқә садир қилғучи вә зәхимләнгүчиниң кимлики вә шундақла вәқәниң тәпсилатини 5 күндин бери ахбараттин йошурун тутмақта. Бүгүнки сақчи хадиминиң ашкарилишичә, вәқәдә һуҗум қилғучи, йопурғилиқ 40 яшлиқ бир уйғур, һуҗумға учриғучи бир хитай пуқраси. Қәшқәрдә бу йил 4-айниң 18-күни бир нәпәр уйғур яш кочида кетиватқан хитай пуқралириға пичақ билән һуҗум қилип алтә хитайни яриландурған. У сақчиларниң қоршавида қалғанда өзини боғузлап өлүвалған. Шуниңдин 4 күн кейин, йәни 22-апрел күни йәнә бир нәпәр уйғур яш бир хитай аялни боғузлап ташлиған. Бу йил йәнә 30- вә 31-июл күнлири қәшқәр йеңибазар вәқәси йүз берип, он нәччилигән хитай пуқраси өлгән 50 дин артуқ хитай яридар болған. Шәнбә күни қәшқәр дөләтбағда йүз бәргән хитай пуқрасиға қайча билән һуҗум қилиш вәқәси, қәшқәрдә өткән йилниң оттурилиридин башлап әвҗ алған, бәзидә йәккә, бәзидә тәшкили шәкилдә давам қиливатқан миллий қаршилиқ һәрикәтлириниң техичә тинчимайватқанлиқи ашкариланмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.