3-Нөвәтлик дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғининиң тәйярлиқ басқучлири тамамланди
2011.06.17

Бу йиғин болу шәһириниң саяһәт районида 27-июн күни ахирлишиду. 8 Күн давам қилидиған бу йиғин, мәркизи истанбулға җайлашқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити тәрипидин истанбулда уюштурулған болуп, йиғинға дуняниң һәр қайси җайлиридин уйғур алимлар, аммиви тәшкилат вәкиллири, академиклар, шәрқий түркистан күриши үчүн төһпә қошуватқан уйғурлар вә уйғуршунас тәтқиқатчилар қатнишидикән.
Бу йиғин һәққидә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәсмий тор бетидә елан қилинған учурларға қариғанда, йиғинниң асасий мәзмуни, вәтән ичи вә чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларниң миллий чүшәнчә иқтидарини өстүрүш, диний етиқад, миллий кимлик, мәдәнийитини сақлап қелиш үчүн чарә-тәдбир издәш. Шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири вә зиялийлар билән бирлик, иттипақлиқ уюштуруш вә һәр саһәдә һәмкарлиқни күчәйтиш. Вәтән ичи вә сиртидики уйғурларниң нөвәттә дуч келиватқан қийинчилиқ мәсилилири вә уйғурларниң кәлгүси тоғрисида бәс - муназирә қилиш вә пикир алмаштуруш, дуня лидәрлирини, хәлқаралиқ тәшкилатлар вә дөләтләрни шәрқий түркистанда йүз бериватқан адаләтсизлик, ассимилятсийә вә бесим сиясәтләргә хатимә бериштә күчлүк бир рол ойнашқа үндәштин ибарәт икән.
Дуня шәрқий түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиши намлиқ бу йиғин немә үчүн уюштурулди? бу йиғинниң тәйярлиқ басқучлири қандақ кетиватиду?, өткән йили охшаш намда уюштурулған йиғин билән бу қетимқи йиғинниң қандақ охшашмаслиқ пәрқи бар? бу соалларниң җавабиға еришиш үчүн биз шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи доктор алимҗан атавулла билән сөһбәт елип бардуқ.