Қәшқәр вә кучаларда йүз бәргән вәқәләр һәққидә бир қәшқәрлиқ кишиниң баянлири
Йеқинда қәшқәрдин йеңила қазақистанға туққан йоқлаш үчүн чиққан бир уйғур киши, радиомиз мухбириға, 4 - авғуст қәшқәрдә йүз бәргән икки нәпәр уйғурниң хитай жандармилириға зәрбә берип 16 хитай әскәрни өлтүрүп, йәнә 16 сини яридар қилғанлиқидәк вәқә һәм униңдин кейин қәшқәр вәзийитидики җидди өзгүрүшләр тоғрисида билгән һәм аңлиғанлирини ейтип бәрди.
Мухбиримиз абдулла хәвири
2008.08.25
юқиридики аваз улинишидин, исмини ашкарилашни халимиған бу киши билән қазақистанда турушлуқ мухбиримиз абдулланиң өткүзгән сөһбитини диққитиңларға сунимиз.