Канададин қәшқәргә барған бир ханим: қәшқәрдә уйғурларниң нәпәс елишиму интайин қийин
2011.10.20
Исим-шәрипини ашкарилашни халимиған бу ханим йеқинда зияритимизни қобул қилип қәшқәр шәһиридә көргәнлирини аңлатти.
Бу ханимниң билдүрүшичә қәшқәр шәһиридә уйғурлар топлишип бир йәргә келип туралмайдикән. Әгәр бир топ уйғур узунрақ һал-әһвал соришип туруп қалған тәқдирдә әскәрләр дәрһал йетип келип уларни тарқилип кетишкә мәҗбурлайдикән. Қәшқәр шәһирини айлинип разведка қиливатқан әскәрләрниң қораллири давамлиқ бәтләклик һаләттә икән.
Бу ханимниң билдүрүшичә уйғурларниң өйлиригә меһман чақиришиму интайин қийинлишип кәткән болуп, кәлгән меһманлар аилиликләр орниниң дәрвазиси алдидики сақчиға кимликини көрситип андин қоруға кириши керәк икән.
Бу ханим йәнә қәшқәр шәһиридә сақчи вә әскәрләрниң наһайити көплүкини һәм танка вә һәрбий машиниларниңму көплүкини көргән.