Қирғизистан уйғур иттипақ мәркизи парламент сайлимиға қатнишидиған уйғур намзатлириниң баянлирини аңлиди

Бу йил 10 ‏‏- өктәбирдә қирғизистанда парламент сайлими елип берилиду. Бу сайлам қирғизистанниң президентлиқ түзүмидики дөләттин, парламент түзүмидики дөләткә көчүш басқучидики муһим сайламдур.
Мухбиримиз турсун ислам
2010.09.23

Бу қетимқи сайламда бәзи уйғурлар сотсиял демократлар партийисигә охшаш сиясий гуруһлар намидин өзини намзатлиққа қойиду. Шу сәвәбтин сайламда қирғизистандики уйғурларни қайси партийигә аваз беришкә йетәкләш қирғизистан уйғур иттипақиниң нөвәттики әң муһим хизмәт күнтәртипи.

23 ‏- Чесла қирғизистан уйғур иттипақи мәркизи кеңәш әзалириниң йиғинини чақирип, сайламға қатнишидиған уйғур намзатлириниң баянлирини аңлиған вә аваз бериш мәсилисини музакирә қилған.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.