Рабийә қадир ханим италийә трансит радикал партийисиниң 39 - нөвәтлик қурултийиға қатнашмақта

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим италийиниң рим шәһиридә транис радикал партийисиниң 39 - нөвәтлик қурултийиға қатнашмақта.
Ихтияри мухбиримиз әркин тарим
2011.12.09
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
rebiya-kadeer-transnational-305.png Рабийә қадир ханим италийәлик сиясиюн марко панилла әпәнди билән биллә
Transnational Radical Party Public Archive
Қурултайға 45 дөләттин 385 вәкил қатнашмақта. Қурултайниң ечилиш мурасимида трансит радикал партийисиниң баш секритари, һәрқайси дөләтләрдин кәлгән вәкилләр, италйә ташқи ишлар министири җиюилийо тәрзи ди сантагата қатарлиқ кишиләр сөз қилған. Ечилиш нутқи қилғанларниң көпи уйғур вә тибәт мәсилилирини тилға елип өткән. Транст радикал партийисиниң ечилиш мурасимида рабийә қадир ханимға йиғин башқуруш һәйәт әзалириниң қатарида орун берилгән болуп, бу радикал партийисиниң уйғур мәсилисигә қанчилик әһмийәт бәргәнликиниң ипадиси икән. Радикал партийә бурундин тартип уйғур мәсилисини қоллап кәлгән, уйғур мәсилисиниң яврупада, яврупа парламентидә тонулушиға зор төһпиләрни қошқан партийиләрдин бири. Шуңа рабийә қадир бүгүн қилған нутқида трансит радикал партийисииниң уйғур мәсилисигә қошқан төһпилиригә рәһмәт ейтқандин кейин, уйғурларниң бүгүнки әһвали һәққидә қисқичә мәлумат бәргән. Рабийә қадирниң бу нутқи йиғин әһлиниң қаттиқ алқишлишиға еришкән. У сөзиниң ахирида дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән вәкилләрни уйғур дәвасиға көңүл бөлүшкә чақирған.

Д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң тәрҗиманлиқини қиливатқан өмәр қанат әпәнди қурултайни шундақла рабийә қадир ханимниң нутқини ахбарат васитилириниң нәқ мәйдандин дуняға тарқитиватқанлиқини аңлитип мундақ деди:

Рабийә қадир ханим радикал партийисиниң 39 - нөвәтлик қурултийиға 385 дөләттин кәлгән вәкилләр, һәрқайси сиясий партийиниң рәһбәрлири, африқа, җәнубий америка дөләтлири, ася вә оттура шәрқ дөләтлиридин кәлгән нурғун кишиләр билән учришип шәрқий түркистан дәвасини аңлитиш вә улар билән пикир алмаштуруш пурситигә игә болғанлиқини, буларниң уйғур мәсилисини илгири сүрүштә түрткилик рол ойнайдиғанлиқини ейтти. Рабийә ханимдин игилигән мәлуматларға асасланғанда, италйиниң рим шәһиридә өткүзүлүватқан қурултайға қатнишиватқан вәкилләр уйғур мәсилиси һәққидә доклат бериш үчүн рабийә қадир ханимни өз дөләтлиригә тәклип қилған.

Өмәр қанат әпәнди бурун қурултай җәрянида рабийә қадир ханимниң көп дөләтләрниң ташқи ишлар министирлири биләнму көрүшүп уйғур мәсилиси һәққидә мәлумат бәргәнликини, радикал партийисигә уйғур мәсилиси һәққидә бәзи лайиһиләрни сунидиғанлиқини аңлитип мундақ деди:

Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим бу қетимқи италийә зиярити җәрянида қурултайға қатнашқандин башқа, бәзи инсан һәқлири тәшкилатлириниң мәсуллири биләнму учришидикән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.