Рабийә ханим хитайниң "шинҗаңни дуня тәшвиқ қилиш" дегән һәрикити һәққидә тохталди
Мухбиримиз вәли
2010.07.22
2010.07.22
Хитай учур вастилириниң ашкарилишичә, хитай мәркизи комитети йеңидин бәлгилигән уйғур аптоном район секритари җаң чүншән 7 - айниң 20 - күни үрүмчидә, хитайниң ташқи ишлар министири яң җечи билән көрүшкәндә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң шинҗаңни дуняға тәшвиқ қилиш дегән һәрикәттә қолланған йеңи тәдбирлирини мәдһийилигән; хитайниң ташқи ишлар министири яң җечи мәркәзниң шинҗаң истратегийиси дегәнни әмәлийләштүрүш үчүн чегридин чиқип чәтәлләрдә қолланған йеңи тәдбир, тәҗрибилирини тонуштурған иди.
Дуня уйғур қурултейиниң рәиси рабийә қадир ханим бүгүн радиомиз арқилиқ, хитайниң шинҗаңни дуняға тәшвиқ қилиш дегән сиясити һәққидә тохталди. У сөзидә хитайниң шинҗаңни дуняға тәшвиқ қилиш дегән һәрикити бир алдамчилиқ, буни бурун ваң лечуән қолланған, һазир җаң чүншәнму қоллиниватиду дәп көрсәтти.
Рабийә ханим сөзидә йәнә, уйғур мәсилиси дуняда бир қанунлуқ мәсилигә айлинип, хәлқара тәшкилатлар уйғурлар билән бирликтә һәрикәт қилишқа башлиған һазирқи пәйттә, хитай йәнә тәшвиқат дәп аталған алдамчилиқ һәрикитини техиму кәң даиридә елип беришқа башлиғанлиқини, чәтәлләрдики вә вәтән ичидики уйғурлар буниңға қарита һушяр туруши лазимлиқини көрсәтти.
юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.