Рабийә қадир: “уйғурлар мустәқиллиққа йәтмигүчә чекинмәйду”
2011.08.15
Хәлқара ахбарат васитилириму бу мәсилигә җиддий көңүл бөлүп, бу күрәшниң түп мәқсити, уйғурларниң хәлқарада тонулуп келиватқан тәшкилати дуня уйғур қурултийи вә униң рәһбири рабийә қадирниң елип бериватқан паалийәтлири һәққидә хәвәрләрни тарқатмақта. Болупму ахирқи вақитларда уйғур районида йүз бериватқан вәқәләрниң келип-чиқиш сәвәби зади немә, бу һәрикәтләр террорчилардин, диний радикаллардин келип чиқиватамду яки бу уйғурларниң нөвәттики азадлиқ һәрикәтлириму, уйғурлар немини халайду, уларниң хитай даирилири билән бирәр мурәссәгә келиши мумкинму, дегәнгә охшаш соаллар көпчиликни ойландурмақта.
Йеқинда “азадлиқ” радиоси қазақ бөлүминиң мухбири муһәммәд таһир бу һәққидә дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим билән сөһбәт елип барған.
Сөһбәт җәрянида д у қ рәиси 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин пүткүл уйғур ели бойичә қамаққа елишларниң бүгүнки күнгичә тохтимайватқанлиқини әскәртип, үрүмчи, хотән вә қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләрниң бир-бири билән бағлинишлиқ икәнликини тәкитлигән.
Хотән вә қәшқәрдә орун алған қанлиқ вәқәләрниң арқисида пакистанда тәйярлиқтин өткән мусулман радикалчилириниң барлиқини тәкитләватқан хитай һөкүмитиниң бу һәрикитигә немә дәйсиз, дегән соалға рабийә қадир ханим мундақ дәп җаваб қайтурған: бу-сахта. Бу-йүз пирсәнт сахта. Барлиқи, шу җүмлидин хитай һөкүмити, хитай хәлқи, уйғур хәлқи вә пүткүл дуняниң журналистлири буни билиду. Бу зораванлиқни әмәлгә ашурған адәмләр “хитайлар қолидин” зәрдаб чәккәнләр һәм улар буниңға чидалмиған. Хитай һөкүмити бәш-алтә адәмни тутувелип, уларни исламчи вә пакистан террорчилири билән бағлиниши барлиқида иқрар болушқа мәҗбурлиған охшайду. Бу тоқулған тарихни улар мушундақ ясап чиқарған. Хитай даирилири бу усулни маңиму қолланған. Тутулғанлар бу җинайәтләрни “иқрар қилған” һәм кейинирәк өлүм җазасиға тартилмақта.”
Рабийә қадир ханим сөһбәттә шундақла хитайниң қаттиқ бесими астида уйғурларниң мушундақ һәрикәтләрни елип беришқа мәҗбур болуватқанлиқини, уйғурларниң мундақ қаршилиқ һәрикәтлириниң буниңдин кейинму тохтимайдиғанлиқини һәм бу һәрикәтләрни террорчилиқ әмәс, бәлки азадлиқ үчүн күрәш дәп һесаблайдиғанлиқини тәкитлигән.
У шундақла хитай даирилириниң уйғурларға инсанчилиқ қилмайдиғанлиқини әскәртип, уйғурларниң хитайларға ишәнмәйдиғанлиқини һәм мустәқиллиққа йәтмигүчә күрәшни тохтатмайдиғанлиқини оттуриға қойған.
Радиомиз зияритини қобул қилған һүсәнҗан қурбаноф мәзкур сөһбәт һәққидә өз қарашлирини баян қилди.