Рабийә қадир ханим тәйвәнгә бериш тәклипигә мақул болди
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.09.23
2009.09.23

RFA Photo / Gulchehre
Әгәрдә рабийә ханимниң виза ишлири оңушлуқ болғанда, у, 11 - айларниң ахирлирида тәйвәнгә сәпәр қилиши мумкин.
23 - Сентәбир күни, дуня уйғур қурултийи рәһбири рабийә қадир ханим, америка пайтәхти вашингитондики ишханисида, тәйвәндики инсан һәқлири тәшкилатлири һәмдә аммиви тәшкилатлириға вәкил болуп кәлгән тәйвән яш нахша чолпини фреддйни күтүвалди һәмдә уларниң учуқ сөһбитигә 10 ға йеқин ахбарат орунлиридин кәлгән мухбирлар иштирак қилди.
Тәйвәндики даңлиқ нахша ансамбиллиридин шәнлиң ансамбили асаслиқ нахшичиси ниң рабийә қадир ханим билән учришип, өзиниң тәйвән хәлқи һәм тәйвәндики бир қанчә инсан һәқлири һәмдә аммиви тәшкилатлар намидин рабийә қадир ханимни тәйвәнгә зиярәткә рәсмий тәклип қилғанда, рабийә қадир ханим униң тәкливидин интайин мәмнун болғанлиқини, тәйвән хәлқи билән учришиш һәмдә уларға уйғурларни тонуштурушқа чоқум мувапиқ вақит орунлаштуридиғанлиқини билдүрди.
Рабийә ханим Freddy билән бирликтә өз ишханисида мухбирларни күтүвалди һәмдә әгәрдә виза ишлири оқушлуқ болғанда тәйвәнгә чоқум зиярәткә баридиғанлиқини җакарлиди.
Тәйвән ахбарат васитилирини асас қилған хәлқаралиқ ахбарат васитилири һәтта рабийә қадир ханимниң тәйвәнгә бериш үчүн визиға илтимас қилған қилмиғанлиқи, қандақ паспорт ишлитиватқанлиқидәк интайин назук соаллириға дуч кәлди.

Рабийә қадир ханим мухбирларниң бириниң "сиз өзиңизни мән бир җуңголуқ, яки җуңго пуқраси дәп қарамсиз?" дегәндәк соаллириғиму сәмимий җавабларни бәрди.
16 - Өктәбирдин 29 - өктәбиргичә тәйвәнниң гавшуң шәһиридә өткүзүлидиған филим фестивалида қоюлидиған 77 филим ичигә, австиралийәлик режиссор Jeff Daniels тәрипидин ишләнгән рабийә қадир ханим тонуштурулған "муһәббәтниң 10 шәрти" намлиқ һөҗҗәтлик филимму талланған иди.
Хитай даирилири рабийә қадир ханим һәққидики филимниң тәйвәндә қоюлишиға интайин җиддий муамилә қилип түрлүк йоллар билән тосқунлуқ яритишқа тиришмақта. Һалбуки муһәббәтниң 10 шәрти гавшоңда алаһидә филим қатарида, фестивал башланмай турупла қоюлушқа башлап, тәйвәндә зор ғулғула қозғиди.
Гәрчә гавшюң шәһәр башлиқи һөкүмәт тәрәптин рабийә қадир ханимни тәклип қилмидуқ дәп билдүргән болсиму, буниң алдида тәйвән яшлириниң компартийигә қарши туруп вәтәнни қутқузуш бирликигә вакалитән мустәқил язғучи линбавхуа әпәнди һәмдә униң аяли рабийә қадир ханимни өктәбирдә тәйвәндә зиярәттә болуш һәмдә гавшюң филим фестивалиға қатнишишқа тәклип қилған. Тәйвән нахша чолпини Freddy рабийә қадир ханимниң өктәбирдики паалийәтлири зич орунлаштурулуп болғанлиқи үчүн, 11 - айниң ахирлиридин 12 айғичә арилиқта рабийә ханимғни тәйвәндә зиярәттә болушқа тәклип қиливатқанлиқини билдүрди.
Freddy Йәнә, өзиниң илгирила хәлқарада инсан һәқлири паалийәтлири билән тонулған рабийә қадир ханим билән учришиш арзуси барлиқини, бу қетимқи учришишниң өзи һәм тәйвән хәлқи үчүнму әһмийәтлик икәнликини билдүрди.
Шундақла, уйғур даваси хәлқаралишиватқан, хитай һөкүмити бир тәрәптин уйғурларни тәйвәнгә шундақла пүтүн дуняға бурмилап терорист дәп көрситиватқан мушундақ пәйттә рабийә қадир ханимниң тәйвәнгә беришниң, тәйвән хәлқиниң уйғурларни һәқиқий тонуши үчүнму чоңқур әһмийәткә игә пурсәт дәп тонуйдиғанлиқини билдүрди. Униң дейишичә, рабийә қадир ханимниң тәйвән зиярити җәрянидики барлиқ чиқим һәм паалийәтлири шундақла униң бихәтәрликигә өзи вәкиллик қиливатқан тәшкилатларниң мәсул болуп орунлаштурудиғанлиқини тәкитлиди.
Мухбирларни күтивелиш ахирлашқандин кейин биз рабийә қадир ханим вә Freddy ни айрим зиярәт қилиш пурситигә ериштуқ.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.