Рабийә қадир ханим җәнвәдә `4 - нөвәтлик дуня өлүм җазасиға қарши туруш` йиғинида сөз қилди
Мухбиримиз әркин тарим
2010.02.26
2010.02.26

AFP Photo
Рабийә қадир ханим нутқида, нуқтилиқ һалда 5 - июл үрүмчи вәқәси һәққидә тохталған.
Шиветсарийиниң пайтәхти җәнвәдә ечиливатқан ` 4 - нөвәтлик хәлқаралиқ дуня өлүм җазасиға қарши туруш` йиғиниға 120 дәк дөләттин министирлар, парламент әзалири, аммивий тәшкилат мәсуллири вә инсан һәқлири паалийәтчилири қатнашқан.
Мәзкур йиғинға рабийә ханим билән биллә қатнашқан алим сейитоф зияритимизни қобул қилип, рабийә қадир ханимниң бу йиғинда қилған сөзи вә паалийәтлири һәққидә тәпсилий мәлумат бәрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.