Рамизан ейини, роза тутуш вә әмәл ‏- ибадәт қилиш билән өткүзүшниң әһмийити

Рамизан ейи пүткүл дунядики мусулманлар үчүн әң муқәддәс вә хасийәтлик бир ай болуп, мусулманлар бу айни тәнтәнә вә иптихарлиқ туйғуси билән күтүвалиду, рамизан ейида роза тутуш ислам динидики асасий пәрзләрдин бири һесаблиниду.
Мухбиримиз арислан
2010.08.13
Ablikimhan-mahsum-ramizan-305 Сүрәт, истанбулда йашаватқан дини алим абликимхан мәхсумниң рамизан ейида роза тутуш вә әмәл ибадәт қилишниң әһмийити һәққидә сөз қиливатқан көрүнүши.
RFA Photo / Arslan

Пүткүл дунядики мусулманлар һәр йили рамизан ейида бир ай роза тутиду. Бу айда мусулманлар башқа айдикигә қариғанда көпрәк ибадәт қилиду. Шуниң үчүн бу айни бәзи диний алимлар ибадәт ейи дәп тәрипләйду.

Уйғурларму һәр йили рамизан ейида роза тутуш арқилиқ өзлириниң мусулманлиқ бурчини ада қилиду, роза тутуш уйғурларда алаһидә болуп, рамизан ейида өз ‏- ара дост ‏- бурадәрләр вә уруқ ‏- туғқанлар бир ‏- бирини иптар зияпитигә чақирип бирликтә иптар қилишиду, бу арқилиқ иҗтимаий мунасивәтләрни қоюқлаштуруп бир ‏- биригә болған достлуқ ришти вә меһри ‏- муһәббәтни күчәйтиду. Бу айда байлар кәмбәғәлләргә ярдәм қилиду.

Рамизан ейи вә бу айда роза тутушниң әһмийити қандақ болиду? бу айни мусулманлар қандақ өткүзиду?

Бу соалларниң җавабиға еришиш үчүн истанбулда яшаватқан һөрмәтлик дини алим абликимхан мәхсумниң бу һәқтики сөзлиригә қулақ салайли. Абликимхан мәхсум рамизан ейида роза тутуш вә әмәл ибадәт қилишниң әһмийити һәққидә тохтилиш билән биргә, рамизан ейи мунасивити билән пүткүл мусулманларни гунаһтин йирақ болуш вә яхши әмәлләрни қилишқа чақириқ қилди.

Биз йәнә роза - рамизан һәққидә доктур алимҗан атавулла билән сөһбәт елип бардуқ. Доктур алимҗан, уйғур дияридики мусулманларниң роза тутуши билән чәтәлләрдики мусулманларниң роза тутушиниң охшашмаслиқ пәрқи һәққидики пикир ‏- қарашлирини ипадилиди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.