“дуня ислам яшлири кулуби” ниң ифтарлиқида уйғурларниң әһвали тонуштурулди
2012.07.31

29-Июл күни сәуди әрәбистаниниң җиддә шәһиридә, мәркизи җиддә шәһиридә болған“дуня ислам яшлири кулуби”ниң дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән вә сәуди әрәбистанида көзгә көрүнгән ислам мутәпәккурлири вә өлималириға ифтарлиқ бериш паалийити өткүзүлди. Ифтар бериш паалийити наһайити көңүллүк өткүзүлди.
Ифтардин кейин сүрийидин вә сомалидин кәлгән өлималар өзлириниң ана вәтининиң әһвалини тонуштурди. Бу арида “дуня ислам яшлири кулуби”ниң тәркибидики “түркистан комитети” мәсули абдурахман җәлис вә комитетниң баш секретари вәтәнпәрвәр устаз сираҗидин әзизиләр бу чоң пурсәтни қолдин бәрмиди. Алди билән абдурахман җәлис “шәрқий түркистан мусулманлириниң һазирқи вәзийити”дегән темида наһайити тәпсилий һалда нутуқ сөзлиди. Ифтар паалийитигә иштирак қилған 500дин артуқ меһман уйғурларниң вәзийитини диққәт билән тиңшиди. Шуниңдин кейин вәтәнпәрвәр устаз сираҗидин әзизи тохти ахун әркин язған “шәрқий түркистан мусулманлириниң мәсилиси” намлиқ китаб билән мисирлиқ мәшһур язғучи нәҗиб киланиниң “түркистан кечилири”намлиқ дастанини меһманларға совға қилиш арқилиқ уларниң диққитини уйғурлар мәсилисигә җәлп қилишта ғәлибә қилди. Меһманлар өзлиригә совға қилинған бу қиммәтлик китабларни интайин миннәтдарлиқ билән қобул қилишти вә өзлириниң бундин кейин уйғурлар мәсилисигә алаһидә көңүл бөлидиғанлиқиға вәдә беришти.
“дуня ислам яшлири кулуби” вә униң вәзиписи
“дуня ислам яшлири кулуби” 1972-йили сәуди әрәбистаниниң пайтәхти рияд шәһиридә мәрһум падишаһ пәйсәлниң пәрмани билән тәсис қилинған хәлқаралиқ ислами тәшкилаттур. Бу тәшкилат мусулман яшларни әқидә, әхлақ тәрәптин тәрбийиләш вә уларға ярдәм қилиш, шундақла мусулман яшлирини пайдилиқ паалийәтләргә йетәкләшни мәқсәт қилиду.
“дуня ислам яшлири кулуби” мустәқил ислами тәшкилат болуп, көплигән дөләтләрдә шөбилири қурулған вә дуняниң һәр қайси җайлиридики мусулман оқуғучиларниң оқуш хираҗитини көтүрүш, йетим балиларға мәхсус айлиқ тохтитип маддий ярдәм қилиш, мусулман яшлирини топлап уларға курсларни орунлаштуруш арқилиқ уларни тәрбийиләш, диний әсәрләрни бастуруп тарқитиш қатарлиқ хизмәтләрни елип бариду.