Түркийидики уйғурлар рамзанни әһмийәтлик өткүзмәктә
2012.08.01
Түркийиниң һәрқайси шәһәрлиридики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири вә бу йәргә йәрләшкән уйғурлар һәрхил чоң-кичик типтики иптар зияпәтлири орунлаштуруп рамзан ейини мәнилик вә әһмийәтлик өткүзүш үчүн төһпә қошмақта.
Нөвәттә қәйсәридики шәрқий түркистан һәмкарлиқ җәмийитидики сейит түмтүрүк әпәнди қәйсәридики уйғурларниң рамзанни көңүллүк өткүзүватқанлиқи һәққидә тохтилип вәтәндики уйғурларниң рамзанни әркин өткүзәлмәйватқанлиқини, хитай компартийисиниң уйғурларни диндин узақлаштуруш сиясити елип бериватқанлиқини вә буларға интайин көңли йерим болидиғанлиқини сөзләп, бу йәрдики уйғурларниң шәрқий түркистанлиқ қериндашлар үчүн һәр-вақит дуа қиливатқанлиқини, деди.
Бу һәқтә техиму тәпсилий хәвәрдар болуш үчүн юқиридики аваз улинишидин сейит түмтүрүк әпәнди билән болған телефон сөһбитимизни аңлиғайсиләр.