Түркийидики уйғурлар рамзан ейини инақлиқ вә һәмкарлиқ ичидә өткүзмәктә
2011.08.11
Түркийидики қолида бар уйғурлар түркләргә охшашла һәр күн дегүдәк опчә иптар тамақлири бәрмәктә ,йоқсулларға ярдәм қилмақта.
Түркийә парламенти башлиқи җәмил чечәк әпәнди түркийидики байларни һәшәмәтлик меһманханиларда иптар зияпити бәрмәй, африқида ачлиқтин өлүватқан кишиләргә ярдәм әвәтишкә чақирған иди. Бу тәклипкә бинаән түркийидики кишиләр һәшәмәтлик зияпәтләрни бикар қилип зияпәтләрдә хәҗлинидиған пулларни африқиға йоллимақта. Түркийидики миңлиған аммиви тәшкилатлар рамзан ейи мунасивити билән намратларға һәр хил ярдәм буюмлирини тарқатмақта.
Түркийидики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири вә уйғур байлар опчә иптар зияпәтлири өткүзгәндин сирт, ата-анисидин узақ җайда рози ейи өткүзүшкә мәҗбур қалған уйғур оқуғучиларға иптар үчүн ресторанларниң тамақ биләтлирини тарқитип берип, халиған күндә уйғур ашханилирида иптар тамиқи йейишини капаләткә игә қилмақта.
Түркийидики уйғурлар рамзан ейини қандақ өткүзүватиду? рамзан ейида намратларға ярдәм қилса қандақ савабларға игә болиду дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн түркийидики уйғурлар билән сөһбәт елип бардуқ.