Сабиқ хитай алаһидә сақчиси ниҗат абдуреһим билән сөһбәт

Икки айдин бери бир қисим хәлқара ахбаратларда, үрүмчи шәһәрлик сақчи идариси алаһидә әтритиниң сабиқ сақчиси ниҗат абдуреһимниң явропада сиясий панаһлиқ тилигәнлики вә униң йеқинда арқа - арқидин икки қетим чеградин чиқирилиш хәвпигә дуч кәлгәнлики һәққидә хәвәрләр берилмәктә.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.09.27
Nijat-Abdurehim-xitay-saqchisi-305 Сүрәт, сабиқ хитай алаһидә сақчиси ниҗат абдуреһимниң йавропада мәлум паналиқ тиләш мәркизидики көрүнүши.
http://news.boxun.com Дин елинди.

Болупму униң вәзипә өтәватқан мәзгилдә, өлүм җазаси иҗра қилинған мәһбусларниң ички әзалирини суғурувелиш вәқәсигә шаһит болғанлиқи һәққидики сөзлири хәлқарадики алақидар органларниң күчлүк диққитини тартмақта.

Сабиқ сақчи ниҗат абдуреһим, 1998 ‏- йили хизмитидин истепа бәргән. У бир қетимлиқ сөһбәт давамида, һөкүмәт тәрәптин мәхпийәтлик дәп қарилидиған бир вәқә һәққидә сөзләп қойғанлиқи үчүн, өз һаятий бихәтәрликидин әндишигә чүшкән вә вәтәндин айрилишқа мәҗбур болған.

Ниҗат абдуреһимниң муһаҗирәт сәпири җапалиқ башланған. У һазирға қәдәр норвегийә, италийә вә шиветсарийиниң сиясий панаһланғучилар лагерида күн өткүзгән. Икки қетим чеградин чиқирилиш хәвпигә дуч кәлгән. Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң җиддий көңүл бөлүши нәтиҗисидә чеградин чиқирилиш хәвпидин сақлинип қалған.

Ниҗат абдуреһим хәлқарадики алақидар органларға ашкарилиған мәлуматлар ичидә, әң диққәтни тартқини өлүм җазасиға буйрулған мәһбусларниң ички әзалирини суғурувелиш қилмиши вә хитай түрмисидики қийин - қистақлар болуп, ниҗат абдуреһим, адвокатиниң тәвсийиси бойичә, бу һәқтики мәлуматлар үстидә һазирчә тәпсилий тохталмайдиғанлиқини, әмма пат йеқинда, бу һәқтә билидиғанлирини ахбарат саһәсигә тәпсилий ашкарилайдиғанлиқини билдүрди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.