Әркин әкрәм : шәрқи түркистан күчлири шәрқи түркистанниң тинчлиқиға әмәс, хитай һакимийитигә тәһдит
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.01.27
2010.01.27
RFA Photo / Erkin Tarim
Шинхуаниң хәвиридә баян қилинишичә, у йәнә хитайниң террорлуқниң зиянкәшликигә учриған бир дөләт икәнликини тилға елип, шәрқи түркистан күчлириниңму хәлқара террорлуққа қарши күрәштә җазалиниши керәкликини оттуриға қойған.
Бүгүн, уйғур мутәхәссис әркин әкрәм радиомизниң зияритини қобул қилип, ричард барретниң сөзлири һәққидә пикир баян қилди.
У алди билән, хитайниң хәвиридә ричард барретниң сөзлириниң икки нуқтида бурмиланғанлиқини көрсәтти. Ричард баррет әсли сөзидә шәрқи түркистан күчлиригә зәрбә беришни мәқсәт қилған әмәс, бәлки, хитайни хәлқара террорчилиққа қарши күрәштә натоға һәмкарлишишқа чақирған.
Б д т алий комисари әсли сөзидә пәқәт шәрқи түркистан ислам һәрикити тәшкилатини тилға алған; һәргиз барлиқ шәрқи түркистан күчлирини тилға алған әмәс.
Шәрқи түркистан ислам һәрикити тәшкилатиниң мәвҗут яки мәвҗут әмәслики, униң әлқаидә вә талибан билән мунасивити бар яки йоқлуқи, бар болған тәқдирдә униң һәрикәтлириниң террорлуқ санилидиған - саналмайдиғанлиқи йиллардин бери талаш - тартиш қилинип кәлмәктә.
Хитай йиллардин бери шәрқи түркистан күчлириниң уйғур райониниң тинчлиқиға тәһдит икәнликини билдүрмәктә. Уйғур паалийәтчилири болса, шәрқи түркистанда тинчлиқниң аллиқачан бузулуп болғанлиқини, шәрқи түркистан мустәқиллиқ күришиниң, әмәлийәттә районда тинчлиқни әслигә кәлтүрүш һәрикити икәнликини баян қилмақта.
Мутәхәссис әркин әкрәм, б д т алий комисариниң тинчлиққа тәһдит сөзини намувапиқ дәп қарайду. Әркин әкрәмниң қаришичә, шәрқи түркистан күчлирини әгәр тәһдит дейишкә тоғра кәлсә, хитай һакимийитигә вә хитайниң келәчикигә тәһдит дейилиши керәк. Уни районниң тинчлиқиға тәһдит дийишкә тоғра кәлсә, алди билән районниң тинчлиқини хитайниң бузғанлиқи унутулмаслиқи керәк.
Мутәхәссис әркин әкрәм сөзиниң ахирида, б д т алий комисариниң сөзлириниң нөвәттики вәзийәттә риал бир әһмийәткә игә сөзләр әмәсликини, бу сөзләрниң пәқәт хитай мәтбуати тәрипидин бурмилинип, уйғур хәлқиғә тәһдит селиш үчүн қоллинилғанлиқини билдүрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.