Шәрқий түркистан вәқпи һәйәт әзалири йиғини истанбулда өткүзүлди
2011.06.01

Йиғинға шәрқий түркистан вәқпи башлиқи илғар алиптекин риясәтчилик қилди. 5 Саәт давамлашқан йиғинда шәрқий түркистан вәқпи башқуруш һәйитиниң буниңдин кейинки хизмәт пилани музакирә қилинғандин башқа, башқуруш һәйитиниң хизмәт тәқсимати қилинди. Йиғинниң күн тәртипигә бинаән шәрқий түркистан вәқпиниң баш катипи бабур хатипоғлуниң истепаси қобул қилинип орниға җелил туран сайланди. Йиғинда һәр қайси бөлүмләрниң мәсуллири бекитилип уларға хизмәт тапшурулди.
Йиғинға қатнашқан шәрқий түркистан вәқпиниң һәйәт әзалири бирдәк, бундин кейин шәрқий түркистан вәқпиниң нуқтилиқ һалда оқутуш ишлири билән тәтқиқат ишлириға әһмийәт беридиғанлиқи һәққидә һәм пикир болди.
Йиғинда йәнә қандақ қарарлар елинди? бу һәқтә тәпсилий мәлумат елиш үчүн шәрқий түркистан вәқпи башлиқи илғар алиптекин вә шәрқий түркистан вәқпи тәтқиқат мәркизи мудири профессор доктор алимҗан инайәт билән сөһбәт елип бардуқ.