3-Нөвәтлик дуня шәрқи түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини давам қилмақта

3-Нөвәтлик дуня шәрқи түркистанлиқлар қериндашлиқ учришиш йиғини түркийиниң болу шәһиригә қарашлиқ мудурну саяһәт районида давам қилмақта.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2011.06.22
Sirajidin-Ezizi-ependi-305.jpg Сәуди әрәбистандин кәлгән уйғур зиялийси сираҗидин әзизи әпәнди йиғинда соз қилди. 2011-Йили 22-июн.
RFA/Arslan

Бүгүн йәни, 22-июн күни бу йиғин 4-күнгә қәдәм қойди, бүгүнки йиғин әтигән саәт 10:00 да башланди. Йиғинда сәуди әрәбистандин кәлгән җамаәт әрбаби, сәуди әрәбистан җиддә радиосиниң түркистан бөлүмидә җурналистлиқ вә тәтқиқат билән шуғуллиниватқан уйғур зиялийси сираҗидин әзизи әпәнди, “ислам дунясидики һәмкарлиқтин оттуриға чиққан тәшкилатлар тарихи” дегән темида сөз қилди.

Бүгүнки йиғинда йәнә шветсарийидин келип йиғинға қатнишиватқан уйғур компютер мутәхәссиси абдушүкүр әпәнди, “компютер учур бихәтәрлики” дегән темида сөз қилди.

Кейин йәнә норвегийидин келип йиғинға қатнишиватқан уйғур зиялий атахан әпәнди өзиниң һаяттики һәмкарлиқтин қолға кәлгән нәтиҗилирини вә тәҗрибә савақлирини сөзләп бәрди вә өз ара һәмкарлиқ қилишниң әһмийити тоғрисида тохталди.

Бүгүнки йиғиндиму асаслиқи, тәшкиллиништә һәмкарлиқ қилиш, тәлим-тәрбийә саһәсидә һәмкарлишиш, иҗтимаий хизмәтләрдә һәмкарлишиш, компютер, интернет учур саһәсидә һәмкарлишиш дегәнгә охшаш пикир-қарашлар оттуриға қоюлди.

Биз бу йиғин һәққидә йиғинға қатнишиватқан бир қисим уйғурларниң пикир-қарашлирини алдуқ.

Йиғинға қатнишиватқан дуня уйғур қурултийиниң дини ишлар мудири турғунҗан алавуддин бу йиғин һәққидики пикир қарашлирини ипадиләп мундақ деди: “биз йәнә техиму көп мәлуматқа еришиш үчүн қазақистандин келип йиғинға қатнишиватқан уйғур зиялийси руслан әпәндиниң пикир қарашлирини алдуқ.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.