Шветсийидики уйғурлар бир йәргә җәм болуп, қурбан һейт намизини биргә оқуди

Һейт намизиға уйғур маарип уюшмиси қармиқидики тәклимакан ислам дини мәдәнийәт мәркизидин өмәр мәхсум имамәтчилик қилди. Намазниң қутбиси қурбан һейтниң хасийитигә беғишланған болса, дуаси асарәттики уйғур хәлқиниң арзу-арманлириға беғишланди.
Шветсийидики ислам диниға етиқад қилидиған милләтләрниң өз алдиға айрим мәсчитлири болуп, намаз қутбисини өзлири тәвә болған милләтниң тилида оқуйдиған болғачқа, уйғурларғиму өз алдиға йиғилип һейт намизи оқуш зөрүрийити туғулған иди. Бирқанчә йилдин буян шветсийә уйғур маарип уюшмиси шветсийидики уйғурларни бир йәргә җәм қилип, һейт намизини биргә оқуш шараитини һазирлап кәлмәктә.
Биз шветсийидә яшаватқан уйғурларниң һейт намизини бир йәргә җәм болуп оқушниң әһмийити һәққидә уйғур маарип уюшмисидин абдуллаһни зиярәт қилдуқ.