Сдиқһаҗи рози әпәнди токйода мухпирларни күтивелиш йиғини өткүзди

Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим муһим иши түпәйлидин японийидики зияритини ахирлаштурмастин америкиға қайтқандин кейин униң японийидә елип бармақчи болған паалийитини йолдиши сидиқһаҗи рози әпәнди давам қилдурмақта.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.07.31
Sidik-Haji-Yaponda-muxbirlar-yighini-305.jpg Сүрәт, 31 - ийул күни, сидиқһаҗи рози әпәнди токйо шәһиридики хәлқара ахбарат елан қилиш мәркизидә, йапон вә чәтәллик мухбирларға өткүзгән мухбирларни күтивелиш йиғинидин бир көрүнүш.
RFA Photo / Erkin Tarim

31 - Июл күни сидиқһаҗи рози токйо шәһиридики хәлқара ахбарат елан қилиш мәркизидә мухбирларни күтивелиш йиғини өткүзгән. Бу йиғинға япон вә чәтәллик мухбирлардин болуп, көп санда  мухбир қатнашқан.  

Мухбирларни күтивелиш йиғинида, сидиқһаҗи рози асаслиқи мухбирларниң уйғур тарихи болупму  1944 - йили қурулған шәрқий түркистан җумһурийити һәққидики соаллириға җаваб бәргән. Обзорчи сидиқһаҗи розиниң ялта йиғини һәққидә қилған сөзлири мухбирларниң диққәт - итибарини тартқан.  

Мухбирларни күтивелиш йиғинида сидиқһаҗи розидин йәнә немә соалларни сориди? сидиқһаҗи рози қандақ җаваб бәрди?  
Sidik-Haji-Yaponda-Musul-haji-Muhiti-qebre-305.jpg
Сүрәт, сидиқһаҗи рози әпәнди вә йапонийә кагошима үниверситети оқутқучиси доктор һаҗи қутлуқ қадири әпәндиләрниң 30 - йиллардики кумул хәлқ инқилавиниң генирали болған мусул һаҗи муһитиниң йапонийидики қәвригаһини зийарәт қиливатқан көрүнүши.
RFA Photo / Erkin Tarim

Бу  һәқтә тәпсилий мәлумат елиш үчүн мухбирларни күтивелиш йиғинини оюштурғучилардин бири болған японийә кагошима үниверситети оқутқучиси доктор һаҗи қутлуқ қадири әпәнди билән  телефон сөһбити елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.